Яврупа бирликиниң рәиси тибәттә зиярәттә болмақчи
2004.09.14
Тибәтниң кишилик һоқуқини тәрғип қилғучи, тибәт һәрикити хәлқара тәшкилати, яврупа бирликиниң бу айниң ахири тибәтни зиярәт қилиш пиланини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди.
Тибәт һәрикити хәлқара тәшкилатиниң билдүришичә, пат арида елип берилидиған бу зиярәт, яврупа бирликиниң тибәтниң кишилик һоқуқиға алаһидә көңүл бөливатқанлиқиниң муһим ипадиси икән .
яврупа бирлики рәиси башчилиқидики вәкилләр өмики, 9 - айниң 20 - күни тибәтниң пайтәхти ласа вә униң әтирапидики районларда 4 күнлүк зиярәт елип баридикән, хәвәрләрдин мәлум болишичә, яврупа бирлики бейҗиң билән кишилик һоқуқ мәсилисидә диалог елип бериштин бурун, тибәтниң кишилик һоқуқ әһвалиға мунасивәтлик учурларға еришмәкчи икән . (Әқидә)
©
2004 Radio Free Asia