Хәлқара җамаәт хитай һөкүмитиниң тибәтлик намайишчиларни бастурғанлиқини әйиблимәктә
2008.03.15

Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт тәшкилатлири, бейҗиң һөкүмитиниң тибәтниң мәркизи лхаса шәһиридә башланған, шәнбә күни тибәтниң башқа районлириға кеңәйгән наразилиқ һәрикәтлирини қаттиқ қоллуқ билән бастурғанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн, дуняниң һәр қайси дөләтлиридә башлатқан намайишлар, давамлашмақта.
Бүгүн, америкиниң пайтәхти вашингтондики хитай баш әлчиханиси вә нюйорк шәһиридики хитай консулханиси алдида шуниңдәк шветсарийә вә нипалдики хитай баш әлчиханилири алдида елип берилған намайишларға, йүзлигән киши қатнашти.
Игиләшләргә қариғанда, непал шветсарийә вә америкиниң нюйорк шәһиридә елип берилған намайишлар җәрянида, намайишчилар билән сақчилар оттурисида тоқунушлар йүз бәргән.
Тибәт сәргәрдан һөкүмити, шәнбә күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини, тибәттә йүз бериватқан җиддий кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитиш вә вәзийәтни нәқ мәйданда тәкшүрүш үчүн тибәткә дәрһал бир вәкил әвәтишкә чақирди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати болса, хитай һөкүмитидин, тибәттә йүз бәргән вәқәләр һәққидә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилишини, тәләп қилди.
Бу арида, хәлқарада, хитай һөкүмитиниң тибәтлик намайишчиларға тутқан позитсийисигә қаритилған тәнқидләр күнсери күчәймәктә.Алдинқи күни америка дөләт мәҗлиси авам палата рәиси нәтси пелуси, хитай даирилирини тибәт намайишчилирини бастуруш билән әйиблигән иди. Җүмә күни канада ташқи ишлар министирлики хитай даирилирини әйибләб, тибәт пуқралириниң намайиш қилиш һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирған һәмдә тибәт намайишчилириниң бастурулушидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
Шәнбә күни, шветсарийә ташқи ишлар министири карил белд, хитай һөкүмитиниң тибәт намайишчилирини бастурғанлиқини қаттиқ әйибләб, хитай һөкүмитидин тибәтләрниң һоқуқиға толуқ һүрмәт қилишини тәләп қилди. Һиндистан ташқи ишлар министирлики бир баянат елан қилип, тибәттики вәқәләрдә бигунаһ кишиләрниң өлгәнликидин қаттиқ әпсусланғанлиқни билдүрүп, хитай һөкүмитини мәсилиләрни сөһбәт йоли билән бир тәрәп қилишқа чақирди.
Америка президент сайлимида демократ партийиси намзатлириниң бири болған барак обама болса, хитай даирилириниң тибәт намайишчилирини бастурғанлиқини қаттиқ әйибләб, бейҗиң һөкүмитидин тибәт хәлқиниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишини тәләп қилди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ғәрб әллири хитайни лхасадики тоқунушта хитайни күч ишләтмәсликкә чақирди
- Тибәт мәркизи лхасадики намайиш тоқунушқа айланди
- Һиндистан сақчилири йүзлигән тибәтликни қолға алди
- Хитай дөләт байриқи чәтәлдә иккинчи қетим йиқитилди
- Хитайниң һәрбий тәрәққиятини мәхпий қанат яйдуруши америкини хатирҗәмсиз қиливатиду
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Хитай һөкүмити лхасада тибәтләрниң намайишини бастурғанлиқини етирап қилди
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Сүргүндики тибәт мустәқилчилири һиндистандин тибәткә қарап йол алди
- Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
- Хитай исландийилик нахша чолпини бҗоркни әйиблиди
- Хитай тибәт паалийәтчилиригә вә далай ламаниң қоллиғучилириға тәһдит салди
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушта 200 дин артуқ адәм қолға елинди