Тибәт намайишчилар вашингтонда хитай әлчиханисиға таш - кесәк етип һуҗум қилди


2008.03.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

31 ‏ - Март дүшәнбә күни америка президент сарийи - ақсарай алдида вә вашингтонға җайлашқан хитай әлчиханисиниң алдида тибәтләр вә бир қисим уйғурлар хитайниң тибәттә елип бериватқан бастуруш һәрикитигә наразилиқ билдүрүп намайиш елип барди һәмдә намайишчилар хитай әлчиханиси алдиға кәлгәндә таш - кесәк етип хитай әлчиханисиға һуҗум қилди.

Намайишқа 500 дәк адәм қатнашқан болуп, дәсләп улар ақсарай алдида намайиш елип барғандин кийин намайишни вашингтондики әң ават айланмилиридин бири дупон сирколға йөткиди.

Гәрчә бүгүн вашингтонда ямғур йеғиватқан болсиму, намайишчиларни риғбәтләндүрүш үчүн намайиш қоллиғучилири намайишчиларниң һәр биригә бирдин ямғурлуқ вә чүшлүк тамақ тарқатти.

Намайишчилар хитай әлчиханиси алдиға кәлгәндә, дәсләп хитайға қарши "хитай тибәттин чиқип кәт!", "тибәткә мустәқиллиқ!", "шәрмәндә хитай!" дегәнгә охшаш шуарларни товлашти, кейин намайишчилар техиму һаяҗанлинип, қоллириға ботулка, қиш парчилири вә ташларни елип хитай әлчиханисиға қаритип етип һуҗум қилди.

Нәтиҗидә, хитай әлчиханисиниң бәш көз деризиси чеқиветилди һәмдә намайишчиларниң бәзилири хитай әлчиханисиға есиқлиқ хитай байриқини еливетиш үчүн хитай әлчиханисиға ямашқанда сақчилар тәрипидин тосувелинди.

Намайишниң шәкли һуҗум характерини алғандин кейин, нәқ мәйданға 200 чә америка сақчиси кәлди вә төт әтрапни қамал қилип бинаға ямашқан вә бәзи таш атқучилардин болуп 5 - 4 нәпәр тибәт намайишчини қолға алди, әмма башқа намайишчилар бәлгиләнгән вақитта намайиш мәйданидин айрилди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.