Америка хитайниң тибәттики тәкшүрүш өмикигә қатнишиш тәклипини тапшурувалди


2008.03.28

Америка һөкүмити хитай тибәткә елип баридиған һөкүмәт тәкшүрүш өмикигә қатнишишни тәләп қилип келиватқан болуп, франсийә агентлиқида көрситишичә, хитай америкиниң мәзкур тәлипигә қошулидиғанлиқини билдүрүп, америкиниң хитайда турушлуқ әлчиханисиға өмәккә қатнишиш тәклипи әвәткән.

Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси шан мекормекниң билдүрүшичә, мәзкур өмәк тибәт вә қошна районларда җүмә вә шәнбә икки күн туридиған болуп, америкиниң хитайда турушлуқ әлчиханиси хитай һөкүмити әвәткән тәклипни қобул қилған.

Франсийә агентлиқида нәқил елинишичә, мекормек буни тоғра йөнилишкә қарап елинған бир қәдәм дәп көрсәткән һәмдә, америка һөкүмитиниң, бу қетимлиқ хитайға қарши намайиш елип берилған лхаса, чиңхәй, гәнсу қатарлиқ районларни вә тибәт ичидики кириш пүтүнләй мәний қилинған районларни толуқ ечиветиш җәһәттә хитайға бесим ишлитиватқанлиқини билдүргән.

Мекормек йәнә, америка һөкүмитиниң хитай һөкүмитини тибәттә елип берилған намайишларға сәврчан болушқа вә далай лама билән ашкара диалог елип беришқа дәвәт қилип келиватқанлиқини қошумчә қилған.

Бу айниң 10 - күни тибәтниң лхаса шәһиридә башланған наразилиқ намайишиниң тәсир даириси тибәтниң бәзи вилайәтлири вә тибәтләр топлишип олтурақлашқан қошна район, өлкиләргичә кеңийип, бу авғустта олимпик йиғиниға саһибхан болушни үмид қилип келиватқан хитай һөкүмитини сарасимигә селип қойған һәмдә хитай һөкүмити бу намайишларни қаттиқ қоллуқ билән җиддий бастурған болуп, нәтиҗидә хитайниң тибәт намайишчилар үстидин елип барған зораванлиқ һәрикәтлири дуня җамаәтчиликиниң күчлүк наразилиқини қозғиған.

Тибәтләрниң сүргүндики һөкүмитиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити тибәтлик намайишчилар үстидин елип барған бастуруш һәрикити җәрянида һазирға кәлгүчә 140 чә адәм өлтүрүлгән болуп, әмма хитай һөкүмити өзлириниң намайишчиларға нисбәтән сәврчан болғанлиқини, әксичә намайишчиларниң бигунаһ адәмләрни өлтүргәнликини тәкитләп кәлгән иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.