Токйо шәһәр башлиқи, хитай японийә бихәтәрликигә тәһдит дәп көрсәтти


2004.10.03

японийә пайтәхти токйо шәһәр башлиқи ишихара синтару, хитай японийә бихәтәрликигә тәһдит дәп көрсәтти. У, хитайниң японийә тәвәликидики бәзи араларға игилик һоқуқ даваси қилғанлиқини тәнқитлиди. Ишахара синтару, америка бирләшмә ахбарат агенлиқиниң зияритини қобул қилип, японийә мудапиә қурулушуни күчәйтиши керәк, ядро қоралларға иһтияҗ йоқ, бирақ японийә өзиниң деңиз, һава мудапиәсини күчәйтип, хитай игилик һоқуқ тәлипиниң әмәлгә ешишигә йол қоймаслиқ керәк дәп тәкитлигән. У, японийәниң 2 - дуня уруши мәзгилидики кеңәймичилик һәркитини ақлап, бу японийә армийәсиниң асия дөләтлитини ғәрп мустәмликисидин қутулдуруш һәркити дәп көрсәткән. У, японийәниң 2 - дуня урушидики кеңәймичилиги мунасивети билән хошнилиридин әпу сориши һаҗәтсиз дәп қариған.

Амма бу мәсилә японийә билән хитай оттурисидики әң чоң ихтилапларниң бири болуп, хитай һөкүмити токю даирилиридин японийә армийәсиниң 2 - дуня уруши мәзгилидә хитайға таҗавуз қилғанлиқидин әпу соришини тәләп қилип кәлмәктә. Ишихара синтару, оң қанат японийә милләтчилириниң пишваси, шундақла японийәдә әң көп қарши елишқа еришкән сиясәтчиләрниң бири. У өзиниң хитайға қарши нутуқлири билән нам чиқарған. Синтару, японийә ташқи сиясәттики америка һамилиқидин қутулуши керәк дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.