Явропа иттипақи хитайниң тоқумичилиқ маллирини чәкләш пиланини елан қилди
2005.04.06
явропа иттипақи, хитайниң тоқумичилиқ маллириниң явропа базириға көп миқдарда киришини җиддий тосуш мәқсәт қилинған йеңи пиланини елан қилди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, явропа иттипақиниң сода комиссари петер манделсон чаршәнбә күни брюсселда бу пиланни елан қилған болуп, униңда көрситилишичә, навада хитайниң тоқумичилиқ маллириниң импорт қилиниши өткән йилдики сәвийидин 10٪ ешип кәтсила, буниң үстидин дәрһал мунасивәтлик тәкшүрүшләр елип берилидикән һәмдә бейҗиң билән бу һәқтә ғәйри рәсмий сөһбәт өткүзилидикән.
Хитай һөкүмити 2001 - йили дуня сода тәшкилатиға әза болуп киргәндә имза қойған келишимдә, мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләрниң хитай тоқумичилиқ маллириниң көп миқдарда киришигә қарита, өзини қоғдаш характердики чариләрни қоллинишқа болидиғанлиқи көрситилгән.
Хитай маллири явропа иттипақи базирида төкмә қилинип сетилғандин кейин, явропадики тоқумичилиқ мәһсулатлирини ишләпчиқириш орунлири йеқиндин буян, явропа иттипақиниң җиддий чарә қоллинип, хитай тоқумичилиқ маллирини импорт қилишни чәкләшни тәләп қилған иди. (Пәридә)