Франсийә: хитай тоқумичилиқ експортиниң көпийиши наһайити җиддий бир мәсилә
2005.05.09
Франсийә президенти җак ширак дүшәнбә күни , франсийидә хитай тоқумичилиқ експортида йеқинда йүз бәргән туюқсиз көпийишниң наһайити җиддий бир мәсилә икәнликини билдүрди вә мәсилиниң дуня сода тәшкилати рамкиси ичидә бир тәрәп қилинишини қоллайдиғанлиқини тәкитлиди .
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, франсийә президенти москвада иккинчи дуня урушиниң ахирлашқанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләш паалийитигә қатнашқан хитай дөләт рәиси ху җинтав билән учришиштин кейин бәргән баянатида, хитай тоқумичилиқ експортиниң көпийиши франсийә үчүн наһайити җиддий вә һәл қилишқа тегишлик бир мәсилә, дегән .
Униң ейтишичә, хитай тоқумичилиқ ескпортиниң көпийиши, франсийиниң нурғунлиған районлири үчүн интайин муһим болған, иқтисадий саһәләрниң келәчикини хәтәргә дучар қилған .
Франсийә хитай билән болған сода мунасивитини техиму илгири сүрүш үчүн яврупа иттипақиниң 1989 - йили хитайға қарита йолға қойған қорал имбаргосини бикар қилишини әң көп қоллаватқан бир дөләт болуп һесаблиниду. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң, явропа иттипақиниң хитай тоқулма буюмлирини чәкләш тоғрисидики агаһландурушиға инкас қайтурди
- Хитай франсийидин йолучилар айропилани сетивелиш тохтимиға имза қойди
- явропа иттипақи хитайниң тоқумичилиқ маллирини чәкләш пиланини елан қилди
- явропа иттипақи хитайни тоқулма буюмлар експорти мәсилисидә агаһландурди
- Хитай, америкиниң хитай өй җаһазлириға чәклимә қойғанлиқини әйиплиди