Явропа иттипақи хитайниң тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюшни агаһландурди


2005.05.17

явропа иттипақи бейҗиң һөкүмитиниң хитай маллириниң явропа базириға төкмә қилинишиниң җиддий алдини елишини, болмиса явропа иттипақиниң хитайдин импорт қилинидиған икки түрдики тоқумичилиқ малға чәклимә қойидиғанлиқини агаһландурди.

явропа иттипақиниң сода комиссари петер манделсон йәнә, хитай билән пахта майка вә кәндирлик тоқулма мәһсулатлири үстидә җиддий сөһбәт елип беришни тәләп қилди һәмдә әгәр хитай 90 күнниң ичидә һечқандақ чарә қолланмиса, явропа иттипақиниң өз алдиға чәклимә қойиверидиғанлиқини билдүрди.

явропа иттипақиниң хитайниң импорт маллири үстидин йеқинда елип барған тәкшүрүшигә асасланғанда, хитайниң явропа базириға кириватқан тоқумичилиқ маллири тез сүрәттә ешип, һәтта бу йил 1 - айдин һазирғичә болған мәзгилдә 534٪ ашқан.

явропа бирлики бу қарарни чиқириштин бир нәччә күн илгири америка һөкүмити хитайниң иштан, пахта майка вә ич кийим қатарлиқ3 түрдики тоқумичилиқ маллириға чәклимә қойидиғанлиқини җакарлиған иди. Бу хитай һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.