Явропа иттипақи билән хитай тоқумичилиқ маллири үстидә сөһбәт башлиди


2005.08.24

явропа иттипақи вәкиллири чаршәнбә күни бейҗиңға келип, хитай даирилири билән тоқумичилиқ маллири маҗирасини қандақ һәл қилиш мәсилисидә сөһбәт башлиди.

Әнглийә б б с радио- телевийә ширкитиниң хәвәр қилишичә, явропа иттипақиниң хитайдин импорт қилидиған тоқумичилиқ мәһсулатлириниң сани йиллиқ чәккә йәткән болуп, нөвәттә нурғун хитай маллири явропа дөләтлириниң таможнисида тосуп қелинған. Хитай даирилири бу қетимлиқ сөһбәт арқилиқ явропа иттипақиниң, хитай тоқумичилиқ маллириға болған импорт миқдарини көпәйтип беришини үмид қилидикән.

явропа иттипақи таможнисида, бир хитай содигириниңла 15 милйон данә майкиси тутуп қелинған. Хитай даирилири бу әһвалниң хитайдики ишләпчиқириш орунлириға зиян йәткүзүпла қалмастин, явропадики херидарларғиму тәсир көрситидиғанлиқини тәкитлиди.

явропа иттипақи, йеқинқи йиллардин буян хитай маллириниң явропаға зор түркүмдә төкмә қилиниши сәвәбидин, бу йил хитайниң тоқумичилиқ маллириға чәклимә қойған иди. Шундақла икки тәрәп бу қетимқи сөһбәттә келәр йиллиқ импорт маллириниң чәклимисини бәлгиләйдикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.