Яврупа иттипақи вә хитай тоқумичилиқ мәһсулатлири тоғрисида келишти


2005.09.05

яврупа иттипақи дүшәнбә күни хитай һөкүмити билән, яврупа портлирида тутуп туриливатқан он милйонлиған хитай ким - кечәклирини явропаға киргүзүш мәсилисидә келишкәнликини билдүрди.

яврупа иттипақиниң баянатчиси франкоз ли бйл, брюсселда, мухбирларға бәргән баянатида, яврупа иттипақи вә хитай һөкүмити вәкиллири яврупа таможнилирида тохтитип қоюлған тоқумичилиқ мәһсулатлири мәсилисидә келишти, деди.

Ройтрис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, яврупа иттипақи дөләтлириниң таможнилирда 75 милйон әтрапида хитайдин експорт қилинған кийим- кечәк тутуп турулмақта. яврупа дөләтлири июн ейида хитайдин експорт қилинған тоқумичилиқ мәһсулати бәлгиләнгән миқдардин ишип кәткәндин кейин, хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириниң киришигә рухсәт бәрмигән.

Тоқумичилиқ санаити наһайити тәрәққий қилған франсийә, италийә вә испанийә қатарлиқ дөләтләр, бейҗиң һөкүмити 2006 - вә 2007 - йиллири явропаға импорт қилидиған тоқумичилиқ мәһсулатлириниң миқдарини азайтмиғичә, хитайниң яврупа дөләтлиригә тоқумичилиқ мәһсулатлирини импорт қилишиға қарши турған.

Бу йил америка вә яврупа иттипақи, -1 июн күнидин башлап тоқумичилиқ мәһсулатлириниң импорти үстидики чәклимини бикар қилғандин кейин, хитайниң мәзкур дөләтләргә қаратқан тоқумичилиқ мәһсулати експорти һәддидин зиядә көпәйди. Гәрчә, яврупа иттипақи билән хитай оттурисида хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлириниң икиспорти тоғрисидатохтам түзүлгән болсиму, америка билән хитай оттурисида өткән һәптә бу мәсилә үстидә елип берилған сөһбәтләр нәтиҗисиз ахирлашти. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.