Дуня сода тәшкилатиниң йиғинида хитай билән түркийә арисида тоқунуш йүз бәрди


2005.05.10

Сәйшәнбә күни дуня сода тәшкилатиниң җәнвәдики йиғинида, хитай вәкилләр өмики тоқулма буюмлар експорт чәклимисини бикар қилишниң тәсирини музакирә қилиш тәклипигә қарши чиққандин кейин, хитай вәкилләр билән түркийә вәкиллириниң арисида тоқунуш йүз бәрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йиғин рәиси финландийиниң дуня сода тәшкилатидики әмәлдари виса типани химанән, йиғинни тохтитишқа мәҗбур болған. Сәйшәнбә күнки йиғинда түркийә билән иорданийә, тоқулма буюмлар експорт чәклимисини бикар қилишниң "тәсирлирини, мәсилиләр вә пиланлар" ни музакирә қилишни тәләп қилди. Бу тәклипни шималий африқидики тунус оттуриға қойған иди.

Бу йил 1 - айда тоқулма буюмлар експорт чәклимиси бикар қилинғандин кейин, америка вә явропа әллиридики хитай тоқулма буюмлириниң експорт һәҗими шиддәт билән көпәймәктә. Бу түркийә қатарлиқ дөләтләрниң тоқулма буюмлар експортиға тәсир йәткүзгән.

Хитайлар експорт чәклимисини бикар қилишниң тәсирлирини ғәйри рәсми йиғинларда музакирә қилишни тәләп қилип, бу мәсилини дуня сода тәшкилатиниң рәсми күнтәртипигә киргүзүшкә қарши чиққан. явропа иттипақиниң сода комисари петир мандилсон, йеқинда явропа иттипақиниң хитай товарлириға чәклимә қоюдиғанлиқини агаһландурди. Америка хитай маллириға чәклимә қоюш мәсилисини тәкшүрмәктикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.