Google Ниң хитайчә нәшри шәрқий түркистан һәққидики учурларни елан қилиштин тохтиди
2004.09.29
Әң чоң интернет тор бәтлиридин болған Google тор бетиниң хитайчә ахбарат нәшри, хитай һөкүмитиниң бесими билән, шәрқий түркистан һәққидә берилгән һәрқандақ учур, мақалә вә уйғур кишилик һоқуқиға аит хәвәрләрни елан қилишни пүтүнләй тохтатқан .
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, нөвәттә Google тор бетидә, шәрқий түркистанниң сиясий әркинлик һәрикитигә аит хәвәрләр вә хәлқараниң уйғур мәсилисигә көңүл боливатқанлиқиға даир мәсилиләр һәтта рабийә қадир мәсилиси шуниңдәк рабийә ханимниң рафто мукапатиға еришкәнлики һәққидә елан қилинған мақалилар, бир туташ өчүриветилгән.
Дилшат ришит, Google ширкити хитайчә нәшриятиниң бу хил һәрикитидин әпсусланғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң бу қилмишини қаттиқ әйиплиди у сөзидә: "хитай һөкүмити уйғур хәлқиниң көз қулиқини етиш үчүн, чакина вастиләрни ишлитип, әркин дөләтләрдә чиқидиған нәшрятларға һуҗум қилди, хитайниң кишиләрниң әң әқәлли һоқуқлиридин болған ахбарат әркинликигә тосқунлуқ қилиш җинайити, бу дөләтниң кишилик һоқуққа қилчиму әһмийәт бәрмәйдиған бир дөләт икәнлигини йәнә бир қетим ашкарилиди" ,дәп көрсәтти. (Арзу)