Сунами деңиз долқуни апитидә өлгәнләрниң сани120 миңдин ашти


2004.12.30

Өткән йәкшәнбә күни һинди окянда йүз бәргән йәр тәврәштин келип чиққан сунами деңиз долқуни апитидә өлгәнләрниң сани тиз өрләп, 125 миңға йәтти. Һиндонезийидә өлгәнләрниң санила пәйшәнбә күни тез ешип, 80 миңға йеқинлашқан.

Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, апәттә һазирғичә 125 миң адәм өлгәндин сирт, йәнә бәш милйондәк киши йимәк- ичмәк вә турмуш боюмлириға җиддий еһтияҗ болмақта. Қутқузғучи хадимлар, апәткә учриған районларда дора, ичимлик су вә йимәкликниң кәмчилликидин, қаза тапқанлар саниниң давамлиқ ешип баридиғанлиқини мөлчәрлимәктә. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң билдүрүшичә, хәлқара ярдәм боюмлирини апәткә учриған районларға йәткүзүш үчүн йәнә бир нәччә күн вақит кетидикән.

Дуня сәһийә тәшкилатиму бу арида агаһландуруп, тазилиқ мәсилиси вә юқумлуқ кесәлликниң тарқилиши сәвәбидин, апәттә өлгәнләр саниниң һәссиләп ешиши мумкинликини оттуриға қоймақта. Нөвәттә 60 дин артуқ дөләт апәткә учриған районларға дәсләпки қәдәмдә 220 милйон доллар ярдәм беридиғанлиқини билдүрди.

Хәвәргә қариғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати 1 - айниң 6 - күни, һәр қайси дөләтләрни техиму көп ярдәм беришқа чақиридиған қутқузуш паалийити елип баридикән.(Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.