Деңиз долқуни апитигә учриған районларға ярдәм бериш хизмәтлири давамлашмақта


2005.01.04

Һәр қайси дөләтләр, сунами дәп атилватқан деңиз долқуни апитигә учриған районларға ярдәм бериш хизмәтлирини давамлаштуриватқан пәйттә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катиби аннан " сунами деңиз долқуни апитигә учриған районларниң әслигә кәлтүрүлиши үчүн, 10 йил вақит кетиду" дәп көрсәтти.

Әнгилийә б б с радио тиливизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, аннан 1 - айниң 6 - күни һиндинозийдә апәткә ярдәм бериш һәққидә өткүзилидиған йиғинға қатнишип, һәр қайси дөләт рәһбәрлири билән бу һәқтә музакирә елип баридикән.

Нөвәттә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати агаһландуруш берип, сунами деңиз долқуни апитидә өлгәнләр саниниң 150 миңдин ашидиғанлиқини билдүрмәктә.

Аннанниң ейтишичә, хәлқара җәмийәтләрниң апәткә ярдәм бериш соммиси 2 милярд америка доллириға йәткән , бу сан 2004 -йили пүтүн дунядин йиғилған ярдәм ианисидинму көп икән. японийә бу қетимқи апәт үчүн 500 милйон америка доллири ярдәм бәргән болуп, әң чоң ярдәм бәргән дөләтләрниң бири һисаплиниду. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.