Җакартада һинди окяндики деңиз ташқини апитини қутқузуш һәққидә җидди йиғин өткүзүлди


2005.01.06

Дунядики һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлири пәйшәнбә күни һиндонезийиниң җакарта шәһиридә йиғин ечип, апәткә учриған дөләтләргә беридиған ярдәмни күчәйтидиғанлиқини билдүрди.

Йиғинда һәр қайси дөләт рәһбәрлири бирләшмә хитабнамә елан қилип, трагедийиниң қайта йүз беришиниң алдини елиш үчүн, һинди окянда деңиз долқунидин алдин сигнал бериш системиси қурушқа ярдәм беридиғанлиқини көрсәтти.

Б д т ниң баш секритари кофи әннан, һәр қайси дөләтләрни вәдә қилған ярдәм соммисини дәрһал әмилләштүрүшкә чақирип, нөвәттә апәткә учриған хәлқниң аз дигәндә бир милярд доллар җиддий ярдәмгә муһтаҗ икәнликини билдүрди. Б д т әмәлдарлириниң билдүришичә, хәлқара җәмийәтниң вәдә қилған ярдәм соммиси 4 милярд америка доллириға йеқинлашқан. Әмма илгирики тәҗрибиләргә қариғанда, вәдә қилинған ярдәм соммилириниң һәммисиниң әмәлийлишиши натайин.

Хәвәрләргә қариғанда, зор миқдардики су , ашлиқ вә давалаш боюмлири апәткә учриған 11 дөләткә җидди тошулмақта. Шуниң билән бир вақитта, хәлқара пул муамилә фонди җәмийити һинди окяндики деңиз ташқини апитигә учриған хәлқләргә бир милярд доллар ярдәм беришкә вәдә қилди. яврупа бирликиму йәнә 460 милйон доллар пул аҗритидиғанлиқини билдүрди.

Җакартадики йиғинға қатнашқан америка ташқи ишлар министири колин павил, вашингитонниң апәткә учриған раюнларға кетидиған қутқузушқа қанчилик мәбләғ кетидиғанлиқини тәкшүргәндин кийин, ярдәмни йәниму көпәйдиғанлиқини билдүргән һәмдә америка армийисиниң тайландтики кәң көләмлик қутқузуш һәрикәтлириниң давамлишидиғанлиқини көрсәткән.

Өткән йили 12 - айниң 26 - күни һинди окянда йүз бәргән дәһшәтлик йәр тәврәштин келип чиққан деңиз ташқини апитидә һазирғичә 150 миң адәм өлди. Апәткә әң қаттиқ учриған һиндонезийә, сирланка, тайланд вә һиндистандики аһалиләр йәнила һәр хил ярдәм буюмлириға җиддий әһтияҗлиқ икән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.