Һинди окяндики деңиз ташқини апитидин кийинки қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта


2005.01.09

Һинди окяндики йәр тәврәштин келип чиққан деңиз ташқини апитигә қаттиқ учриған һиндонезийә вә серланкиниң һөкүмәт даирилири, мәзкур дөләтләрдә ярдәмдә боливатқан чәтәл хадимлирини бихәтәрликигә диққәт қилишқа чақирди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, йәкшәнбә күни бир қисим қораллиқ кишиләр һиндонезийидики әң чоң қутқузуш базисиниң әтрапида оқ чиқарған. Вәқәдә адәм өлүп - яриланмиған болсиму, әмма қутқузуш хадимлириниң бихәтәрликигә болған әндишиләр күчәйгән. Серланкиниң шәрқий тәрипидиму хиристиянлар вә һиндилар ) һиндус( оттурисида тоқунуш йүз берип, вәқәдә аз дегәндә үч адәм өлгән, 37 адәм яриланған.

Бирақ қутқузуш хадимлири йәнә давамлиқ бу районларға йитип келип, апәткә учриғанларға ярдәм бериш паалийәтлирини давам қилмақта. Бу арида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш секритари кофи әннан серланкидики апәткә учриған районларни зиярәт қилип, апәткә учраш әһваллирини көздин кәчүрди. Униң билән биллә зиярәттә болған дуня банкисиниң башлиқи, дуня банкисиниң апәттин қутқузуш ишлириға бир милярд бәш йүз милйон доллар пул аҗритиши мумкинликини билдүрди.

Буниң билән һөкүмәт вә хәлқләрниң апәттин қутқузуш ишлириға ярдәм бериш йолида вәдә қилған ярдәм пули бәш милярд доллардин ашти. Дунядики санаәтләшкән асаслиқ дөләтләрму бирликтә келишим имзалап, апәткә учриған дөләтләрниң қәрзини бикар қилидиғанлиқини билдүрди. Бу, җәнубий асиядики дөләтләргә йәнә нәччә милярд доллар пул тиҗәп бәргән.

Икки һәптә авал йүз бәргән һинди окяндики йәр тәврәш вә деңиз ташқини апитидә өлгәнләрниң сани нөвәттә 153 миңдин ашқан. Сәһийә әмәлдарлири, вәқәдә бәхтигә яриша қутулуп қалғанларичидә, яриланғанларниң давалиналмаслиқи вә һәр хил юқумлуқ кесәлләр сәвәбидин өлгәнләр саниниң йәниму көпийишидин әндишә қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.