Тәйвән , хитайни апәткә урчриғанларға ярдәм йәткүзүшкә тосқунлуқ қиливатиду дәп әйиплиди
2005.01.10
Тәйвәнниң муавин президенти лүй шйү лйән дүшәнбә күни , хитай һөкүмитини, тәйвәнниң һәрбий айропилан вә һәрбий қатнаш васитилирини ишлитип, сунами қурбанлириға ярдәм йәткүзүш паалийәтлиригә тосқунлуқ қиливатиду, дәп әйиплиди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тәйвән һиндонезийә вә тайландға йимәклик, тиббий әшялар вә башқа керәклик нәрсиләрни тәйвән һәрбий транспорт айропиланлири билән йөткәшни тәклип қилған.
Лекин тәйвән һөкүмәт әмәлдарлириниң билдүрүшичә, һиндонезийә вә тайланд һөкүмәтлири хитайниң наразилиқидин әндишә қилип, тәйвән һәрбий транспорт айропиланлириниң ярдәм әшялирини мәзкур дөләтләргә йөткишигә қошулмиған . Әмма һиндонезийә вә тайланд һөкүмәтлири ярдәм әшялирини тәйвән һәрбий транспорт айропиланлири билән йөткәшни қобул қилмиғанлиқини рәсмий ениқлимиди.
Тәйвәнниң муавин президенти лүй шйү лйән йәнә хитай һөкүмитиниң, тәйвәнниң һиндонезийидә апәткә учриған ларға ярдәм бериш тоғрисида өткүзүлгән хәлқаралиқ бир йиғинға қатнишишиға тосқунлуқ қилғанлиқини, тәйвәнниң ярдәмләрни тиз йәткүзүш һәққидә бәргән тәклипини рәт қилиши үчүн һиндонезийә вә тайланд һөкүмәтлиригә бесим ишләткәнликини билдүргән . (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һинди окяндики деңиз ташқини апитидин кийинки қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта
- Җакартада һинди окяндики деңиз ташқини апитини қутқузуш һәққидә җидди йиғин өткүзүлди
- Повел сунами апәт районини көздин көчүрди
- Деңиз долқуни апитигә учриған районларға ярдәм бериш хизмәтлири давамлашмақта
- Сунамида өлгәнләрниң сани 145 миңға йәтти
- Сунами апитигә учриған районлар хәлқаралиқ ярдәмгә еришмәктә
- Кофи әннан апәткә учриған раюнларниң әслигә келиши үчүн он йил вақит кетидиғанлиқини билдүрди
- Хәлқара җәмийәт апәт районидики қутқузуш һәрикитини күчәйтти