Б д т, апәт райониға ярдәм бермәкчи болған дөләтләрни вәдисини ишқа ашурушқа чақирди
2005.01.11
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати сәйшәнбә күни, җәнвәдә сунами апитигә ярдәм бериш һәққидә өткүзгән мәхсус йиғинида, һәр қайси дөләтләрниң апәткә ярдәм бериш һәққидә бәргән вәдисини тезрәк ишқа ашурушини тәшәббус қилди.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, хәлқарадики әң мәшһур боғалтирлиқ мәркизини, мәхсус апәткә ярдәм бериш иқтисадиға мәсул болушқа тәклип қилип, ярдәм үчүн йиғилған пулларниң қалаймиқан ишлитилиши вә һәтта хиянәткә учришиниң алдини елишни қарар қилған.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики бир хадимниң билдүрүшичә, улар һазир қолида бар болған нәқ пулларни дәл җайиға ишлитиш пиланиға игә икән, бирақ бир күн илгири тәкшүрүш өмикидикиләр, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1996 - йили ирақта қозғиған нефитни ашлиққа алмаштуруш хизмәт пиланида башқуруш яхши елип берилмиғанлиқтин нәччә милйон америка доллири зиянға учриғанлиқини паш қилған иди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән , хитайни апәткә урчриғанларға ярдәм йәткүзүшкә тосқунлуқ қиливатиду дәп әйиплиди
- Һинди окяндики деңиз ташқини апитидин кийинки қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта
- Җакартада һинди окяндики деңиз ташқини апитини қутқузуш һәққидә җидди йиғин өткүзүлди
- Повел сунами апәт районини көздин көчүрди
- Деңиз долқуни апитигә учриған районларға ярдәм бериш хизмәтлири давамлашмақта
- Сунамида өлгәнләрниң сани 145 миңға йәтти
- Сунами апитигә учриған районлар хәлқаралиқ ярдәмгә еришмәктә
- Кофи әннан апәткә учриған раюнларниң әслигә келиши үчүн он йил вақит кетидиғанлиқини билдүрди