Һиндонезийә, апәт районидики чәтәл қисимлириниң чекинишини тәләп қилди
2005.01.12
Һиндонезийә даирилириниң чаршәнбә күни мәлум қилишичә, сунами апитигә учриған районларда ярдәм ишлирини қиливатқан чәтәл қисимлири вә жорналистлар 3 айниң ичидә аче районидин чиқип кетиши керәк икән.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, һиндонезийиниң қутқузуш ишлири башлиқи буди атмаҗи, аче районида мустәқилчи күчләр болғанлиқи үчүн бу районниң һазир бихәтәр әмәсликини, шуңа чәтәл қошунлириниң бу йәрдин чиқип кетиши керәкликини билдүргән.
Сунами апитидин кейин, америка, австралийә, японийә, малайсийә вә сингапор қатарлиқ дөләтләр бу районниң җиддий қутқузуш ишлириға ярдәмлишиш үчүн деңиз, һава вә қуруқлуқ қисимлирини бу йәргә әвәткән иди.
Һиндонезийә һөкүмити бурундин аче районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән хәлқара җәмийәт тәрипидин әйиплинип кәлгән болуп, сунами апитидин илгири бу районға чәтәлликләрниң кириши чәкләнгән иди. Апәт сәвәби билән чәтәл ярдәм қошунлириниң бу районға кириши һиндонезийә һөкүмитини биарам қилди.
Бу арида апәт районидики қутқузуш, тазилаш, җәсәтләрни бир тәрәп қилиш вә вәйран болған қатнаш йоллирини қайта ясаш ишлири давамлиқ елип бериливатқан болуп, хәлқараниң ашлиқ, кийим-кечәк вә давалаш боюмлириға охшаш ярдәм боюмлири бу районға арқа-арқидин йетип кәлмәктә. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т, апәт райониға ярдәм бермәкчи болған дөләтләрни вәдисини ишқа ашурушқа чақирди
- Тәйвән , хитайни апәткә урчриғанларға ярдәм йәткүзүшкә тосқунлуқ қиливатиду дәп әйиплиди
- Һинди окяндики деңиз ташқини апитидин кийинки қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта
- Җакартада һинди окяндики деңиз ташқини апитини қутқузуш һәққидә җидди йиғин өткүзүлди
- Повел сунами апәт районини көздин көчүрди
- Деңиз долқуни апитигә учриған районларға ярдәм бериш хизмәтлири давамлашмақта
- Сунамида өлгәнләрниң сани 145 миңға йәтти
- Сунами апитигә учриған районлар хәлқаралиқ ярдәмгә еришмәктә