Түркийә дөләт министири сайит язиҗиоғли уйғурларға ярдәм қилидиғанлиқини билдүрди


2008.01.24

yazicioglu200.jpg
Түркийә дөләт министири сайит язиҗиоғли

Сабиқ совет иттипақи парчилинип түркий җумһурийәтләр мустәқил болғандин кейин, түркийә қериндаш җумһурийәтләр вә қериндаш түркий милләтләр билән болған сияси, иқтисадий вә тиҗарий мунасивәтлирини тәрәққи қилдурушқа алаһидә әһмийәт бәрди. 1992-Йилидин башлап түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләрдин 10 миң оқуғучини түркийигә елип келип оқутуш иш пилани бойичә түркийигә оқуғучи елип келип оқутушқа башлиди. Түркийә баш министирлики тармиқида түркий җумһурийәтлири вә түркий милләтләрниң ишлириға мәсул дөләт министирлики тәсис қилинип, қериндаш милләтләр билән болған мунасивәтни күчәйтиш вә қийинчилиқи бар түркий милләтләргә ярдәм қилишқа башлиди.

Һазирғичә түркий милләтләр турушлуқ 22 дөләт вә районда түрк һәмкарлиқ вә тәрәққият идарисиниң иш беҗириш органлири қурулған болуп, бу идарә арқилиқ түркийә дуняниң һәр қайси җайлиридики қийинчилиқи бар түркий милләтләргә ярдәм қилмақта. Бу түркий милләтләр ичидә тува, хақас вә башқуртларға охшаш 200-300 миң нопусқа игә түркий милләтләрму бар. Уйғурларниң нопуси көп болсиму түркийиниң бу ярдәм хизмәтлиридин һеч бәһриман болалмайватиду. Немә үчүн түркийә уйғурларға ярдәм қилмайватиду? түркийә халимамду яки хитай һөкүмити түркийиниң уйғурларға ярдәм қилишини қобул қилмамду?

Бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн түркийә җумһурийити һөкүмитиниң түркий җумһурийәтлири вә түркий милләткә мәсул дөләт министири проф. Др. Сайит язиҗиоғли әпәндигә микрофонимизни узаттуқ. У бизгә бәргән баянатида түркләрниң түркий милләтләр билән тарихи җәһәттин қериндашлиқ мунасивити барлиқини, уларға һәр җәһәттин ярдәм қилиш түркийиниң ада қилишқа тегишлик бурчи икәнликини, хитай һөкүмити қобул қилса уйғурларғиму ярдәм қилишни халайдиғанлиқини ейтти. Намрат уйғурларға ярдәм қилиш үчүн хитай ташқи ишлар министирлики билән алақилишидиғанлиқини ейтти.

Дөләт министири проф. Др. Сайит язиҗиоғли әпәнди түркийә җумһурийитиниң түрк дуняси сиясити һәққидә тохтилип мундақ деди:

Бизниң түркий милләтләр билән тарихи, дини вә иҗтимайи җәһәттин наһайити йеқин мунасивитимиз бар. Болупму 1991-йили түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин, улар билән зич мунасивәт орнаттуқ. Улар билән болған йеқин мунасивитимиз давам қиливатиду. Түркий җумһурийәтлири вә түркий милләтләргә мәсул мәхсус министирликимиз бар, мән һазир бу министирликтә министир вәзиписини өтәватимән. Бурунқи йилларда түркий җумһурийәтләр билән болған мунасивитимиздә бәзи мәсилиләр бар иди. Әмма һазирқи рәис җумһуримиз абдуллаһ гүл билән баш министиримиз рәҗәп тайип әрдоған бу җумһурийәтләргә алаһидә көңүл бөлүватиду, шуңа мунасивитимизму кейинки 2 йилдин бери тезла тәрәққи қилди. Алдимиздики йиллардиму түркий җумһурийәтлири вә қериндаш түркий милләтләр билән болған мунасивитимизни техиму күчәйтишкә тиришимиз. Түрк һәмкарлиқ вә тәрәққият идариси йәни “тика” бу җумһурийәтләр билән болған мунасивитимизни тәрәққи қилдурушта наһайити муһим рол ойнаватиду. Бүгүн “тиканиң” пүтүн түркий җумһурийәтлиридә вә бәзи түркий аптоном районлирида болуп җәмий 22 дөләт вә районда иш беҗириш орни бар. Бу иш беҗириш орунлиримиз арқилиқ қийинчилиқи бар қериндашлиримизға ярдәм қилишқа тиришиватимиз. Мәқситимиз йеңи мустәқил болған вә болалмиған пүтүн түркий милләтләргә иқтисадий вә маарип җәһәттин ярдәм қилиштин ибарәт.

Дөләт министири проф. Др. Сайит язиҗиоғли әпәнди сиз түркийиниң 22 дөләттә “тиканиң” иш беҗириш орни барлиқини, бу идариниң қийинчилиқи бар түркий милләтләргә ярдәм қиливатқанлиқини дәп өттиңиз, уйғур дияриниң җәнубидики хәлқләр пакиз су ичиштин мәһрум, көп санда уйғур намрат бар, уларғиму ярдәм қиливатамсиләр? дегән суалимизға җаваб берип мундақ деди:

Һазирғичә бу һәқтә бир хизмәт қилиндиму хәвирим йоқ, буни түрк дуняси һәмкарлиқ вә тәрәққият идарисидин сораймән. Буни бизниң тәләп қилишимиз керәк. Биз хитай дөләт рәһбәрлири вә хитай ташқи ишлар министирлики билән алақә орнатсақ бәлки уйғур қериндашлиримизғиму ярдәм қилалишимиз мумкин. Әгәр хитай һөкүмити қобул қилған тәғдирдә биз чоқум уйғур қериндашлиримизға ярдәм қилалаймиз. Чүнки биз нурғун дөләтләрдики қийинчилиқи бар кишиләргә бу хил ярдәмни қилип келиватимиз. Хитай дөлити әгәр бизниң тәлипимизни қобул қилип уйғурларға ярдәм қилишимизни қобул қилса, биз уйғур қериндашлиримизға ярдәм қилимиз, ярдәм қилалисақ өзимизни бәхитлик һис қилимиз.

Дөләт министири проф. Др. Сайит язиҗиоғлу әпәнди түркийиниң қериндаш түркий милләтләргә ярдәм қилишида бәзи дөләтләр илгири сүргәндәк пантүркизм вә пан исламизм муддиасиниң йоқлиқини, бу хил ярдәмниң пәқәтла инсаний ярдәм икәнликини ейтип мундақ деди:

“бизниң сияситимиз ениқ. Түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустафа камал ататүрк оттуриға қойған `юртта тинчлиқ җаһанда тинчлиқ сиясити бойичә сиясәт елип баримиз. Һечқандақ бир дөләтниң туприқида көзимиз йоқ. Биз дөлитимизниң ичидики мәсилиләрни һәл қилишқа тиришиватимиз. Әмма, қериндашлиримизға инсани ярдәм қилиш бизниң вәзипимиздур. Буниңдин башқа бир мәқсәт йоқтур.” (әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.