Явропа парламенти түркийиниң явропа иттипақи әзалиқиға йешил чирақ яқти


2004.12.15

явропа парламенти чаршәнбә күни қарар мақуллап, түркийигә явропа иттипақиға қобул қилиш сөһбитини башлаш вақти бериш һәққидики тәклип лаһийисини қобул қилди. явропа парламентиниң чаршәнбә күни чақирилған йиғинида, 262 вәкил қарши биләт ташлиған, 407 вәкил түркийигә музакирә вақти беришни қоллиған.

Тәклип лаһийисидә, түркийиниң явропа иттипақи йолида елип барған ислаһатини мәдһийиләш билән биргә, "әзалиқ йолидики музакириләр узун бир мусаписиниң башланғуч нуқтиси," дәп көрсәткән. Шундақла "сөһбәтниң башланғанлиқи түркийиниң явропа иттипақиға чоқум әза болуш билән ахирлишидиғанлиқидин дерәк бәрмәйду," дәп әскәрткән.

Түркийиниң явропа иттипақи әзалиқи, әнқәрәниң буниңдин кейинки тиришчанлиқиға бағлиқ икәнликини тәкитлигән тәклип лайиһисидә, җәнубий сипрус кемилиригә қаритилған чәклимини бикар қилиш, истанбулниң һәйбәли арилидики христиан мәктипиниң ечилишға йол қоюш, әрминийә билән болған чегра еғизлирини ечиветиш, аләвиләрниң диний кимликини етирап қилиш қатарлиқ тәләпләрни оттуриға қойған.

явропа парламентиниң тәклип лайиһиси тәвсийә характерлик болуп, түркийигә сөһбәт вақти бериш қарарини, явропа иттипақиниң җүмә күни голландийидә чақирилидиған башлиқлар йиғини чиқириду. Шуңа 17 - декабир түркийиниң явропа иттипақи йолидики тарихий характерлик күн болуп қалиду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.