Түркийидә икки бала қуш зукам билән қаза қилди
2006.01.08
Түркийидә икки бала қуш зукам кесили билән қаза қилди. Бу шәрқий асияниң сиртидики районда қуш зукам кесили билән қаза қилған тунҗи киши болуп һесаблиниду.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң бир баянатчиси түркийиниң вән шәһиридә қаза қилған бу икки балиниң бири бәш яшта йәнә бириниң 8 яшта икәнликини ейтти, әмма бу балилар һәққидә буниңдин башқа тәпсилий учур бәрмиди. Шуниң билән түркийидә һазирғичә 10 кишидә қуш зукам вируси байқалди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күни әнқәрәдә йәнә 3 кишидә қуш зукам вируси байқалған. Улар һазир җиддий давалиниватқан болуп, уларниң арисида иккиси кичик бала икән.
Түркийидә қуш зукими таралғандин буян һазирғичә 12 миңдин ошуқ өй қушлирини өлтүрүп болған. Нөвәттә түркийидә қуш зукиминиң тарқилиши түркийидики хошна дөләтләрни вә явропа әллирини әндишигә салмақта. Өткәнки йилдин буян асияда таралған қуш зукими 75 кишиниң өлишини кәлтүрүп чиқарған иди. (Пәридә)