Түркмәнистан түрмигә ташланғанларни кәчүрүм қилмақчи
2005.10.09
Русийиниң итар-тас агентлиқиниң түркмәнистанниң пайтәхти ашхабадтин бәргән хәвиригә қариғанда, түркмәнистан җумһурийитиниң президенти сәпәрмурат ниязоп, 10-айниң 27-күни өткүзүлидиған җумһурийәт мустәқиллиқ хатирә күни мунасивити билән өз дөлитиниң түрмилиридә йетиватқан тутқунларниң 3 дин 2 қисимини кәчүрүм қиливетидиғанлиқини елан қилған.
Президент ниязоп һазир түрмиләрдә 12 миң 282 адәмниң йетиватқанлиқи, 8 миң 145 адәмни азад қилмақчи икәнликини билдүргән.
Түркмәнистан һөкүмити һәр йили мушу мәзгилдә кәчүрүм елан қилишни адәт қилған болуп, кәчүрүм қилинғанлар қурани кәрим вә сәпәр мурат ниязоп язған " руһнамә"ни тутуп туруп, өзлириниң буниңдин кейин қәтий җинайәт өткүзмәйдиғанлиқиға вәдә беридикән.
Өткән йили түркмәнистан 9 миң адәмни кәчүрүм қилған. Әмма, түркмәнистан президенти йәнила дунядики диктатурларниң бири дәп қаралмақта, у өзигә "түркмәнләрниң беши", "түркмәнистан қәһримани" дегәндәк намларни бәргәндин сирт йәнә пулларға өзиниң рәсими қуйдурған, һәммила җайға өзиниң рәсимини асқан болуп, уни тәнқид қилған өктичиләрни қаттиқ җазалиған. (Үмидвар)