Түркмәнистан мувәққәт президенти түркмән башиниң дөләт сиясити өзгәрмәйдиғанлиқини җакарлиди
2006.12.22
Түркмәнистан мувәққәт президенти бәрдимуһәмәдоф, түркмәнистан дөлити мәрһум президент сәпәр мурат ниязопниң сияситини давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди.
Түркмәнистанда 21 йилдин бери өзиниң шәхси истибдат һөкүмранлиқини йүргүзүп кәлгән ниязоп өткән пәйшәнбә күни йүрәк кесили сәвәбидин туюқсиз өлгән. Ниязоп өлгәндин кейин униң орниға мувәққәт президент болған түркмәнистан муавин баш министири бәрдимуһәммәдоф җүмә күни телевизийә нутуқи сөзләп, түркмән пуқралириниң көңлигә тәсәлли бәрмәкчи болди. Бәрди муһәммәдов сайлам өткүзүлгичә өзиниң мувәққәт президентлиқни үстигә алидиғанлиқини билдүргән.
Ниязоп өлүштин бурун варисини бекитишкә үлгүрмигән иди. Бу әһвал түркмәнистанда нопуз вә һоқуқ бошлуқи яритипла қалмай, кишиләрдә оттура асиядики бу дөләттә һоқуқ күриши партлаш әндишиси яратмақта.
Өктичиләр болса ниязопниң сияситини давамлаштурушқа қарши турди. Түркмән өктичи иттипақиниң рәһбири авди қулийеф, франсийә ахбарат агентлиқиға "бәрдимуһәммәдоф ниязопниң сияситини давамлаштурса, хәлқ буни қобул қилмайду. Пәқәт демократийидила муқимлиққа еришкили болиду" дәйду.
Русийиниң "время новостей " гезити анализчиси аркади добноф, бәрдимуһәмәдофниң түркмәнистан вәзийитини контрол қилалайдиған шәхс икәнликигә гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрмәктә. Ниязопниң дәпнә мурасими йәкшәнбә күни өткүзилиду. (Әркин)