Пакистан бир нәпәр әл-қаидә башлиқини қолға чүшүрди


2005.05.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Пакистан даирилири әл-қаидә тәшкилатиниң юқири дәриҗилик әмәлдари абу фараҗ әл-либбини қолға алди.

Пакистан учур министири шәйих рәшидә әхмәт, пакистан бихәтәрлик қисимлириниң абу фараҗ әл-либбини өткәнки бир- икки күн ичидә пакистанниң ғәрбий шималидики вазиристан өлкисидә қолға чүшүргәнликини, шундақла бу тоқунушта йәнә, аз дегәндә 5 нәпәр чәтәллик әл-қаидә тәшкилати әзасини тутқанлиқини билдүрди.

Рәшидә әхмәт йәнә, бу кишиләрни тутқандин кейин, бихәтәрлик хадимлириниң һазирғичә нурғун учурларға еришкәнликини, шундақла буниң, уларниң әл-қәидә рәһбири осама бин ладенни тутуш йолидики қәдиминиң тоғра бесиливатқанлиқидин дерәк беридиғанлиқини билдүрди.

Әл-либби, 2003 - йили декабирдики пакистан президенти пәрвәз мушәррәфни өлтүрүш сүйқәстиниң орунлаштурғучиси дәп гуман қилинған болуп, буниңдин сирт у йәнә, өткән йили йүз бәргән баш министир шәвкәт әзизни қәстләп өлтүрүш вәқәсиниңму җинайәт гумандари һесаблиниду.

Әл- либби, пакистан һөкүмити 20 милйон рупи йәни 340 миң америка доллири тутуш мукапати чиқарған киши. Америка һөкүмити болса униң үстидин 5 милйон америка доллири тутуш мукапати чиқарған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.