Америка, бейҗиңда кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң қолға елинғанлиқини әйиплиди
2005.07.04
Бейҗиңда турушлуқ америка әлчиханисиниң дүшәнбә күни ашкарилишичә, америка һөкүмити явропа- хитай кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишишқа барған америкилиқ бир кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң бейҗиңда хитай дөләт бихәтәрлик даирилири тәрипидин тутуп қелинип сорақ қилинғанлиқи мунасивити билән хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүргән. Әмма хитай һөкүмити бихәтәрлик даирилириниң һәрикитини ақлиди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң тәкитлишичә, мәркизи ню - йорктики җоңго кишилик һоқуқ тәшкилатиниң иҗраийә мудири тән җиңчаң "хитай әлчиханисидин виза алғанда ялған исим қолланғанлиқтин, бу җоңго бихәтәрлик органлириниң диққитини қозғиған".
Хитай ташқи ишлар министирлиқи, тән җиңчаңни сорақ қилиш йиғинниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүндур," дәп көрсәтти. Тән җиңчаң, хитай визисиға илтимас қилғанда шарон хом, дигән исимни қолланған иди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, тән җиңчаң 6 - айниң 21 - күни бейҗиң миһманханисида тутуп қелинғандин кейин, бейҗиңдики америка әлчиханиси вәқәгә арилишип, уни 6 - айниң 22 - күни хитайдин айрилғанға қәдәр қанат астиға алған шундақла америка әлчиханиси билән явропа иттипақи хитайға наразилиқ билдүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Буш: һәр қандақ бир үмидлик җәмийәттә дин вә мәтбуат әркинлики болуши керәк
- Президент буш хитайни диний вә ахбарат әркинлики мәсилисидә агаһландурди
- Хәлқара ахбарат җәмийити һәр қайси дөләтләрни мәтбуат органлириниң паалийитигә қол тиқмаслиққа чақирди
- Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати хитай қатарлиқ дөләтләрни әйиплиди
- Америка дөләт мәҗлисидики затлар хитай кишилик һоқуқ хатириси бойичә ақ сарайни әйиплиди