Америка - хитай оттурисидики учур тәңсизлики қатарлиқ мәсилиләр америкиниң бихәтәрликигә тәсир йәткүзмәктә
Америка дөләт мәҗлисиниң иқтисад вә бихәтәрлик комитети 7 - айниң 31 - күни испатлиқ- аңлаш йиғини ачқан иди. Б б с ниң хәвәр қилишичә, йиғинда америка авам палата әзаси алсей хастиң испатлиқ берип, америка -хитай оттурисидики учур тәңсизликини, конкрет қилип ейтқанда, гәрчә хитай һөкүмитиниң учур вастилири америкида тосалғусиз һәрикәт қиливатқан болсиму, әмма хитай һөкүмити америкиниң учур вастилириға, һәтта хәлқаралиқ интернет торлириғиму һәрхил сәвәб билән, һәрхил техника қоллинип тосқунлуқ қиливатқанлиқини, һәтта хитай һөкүмити хәлқ ичидә америкиға қарита дүшмәнлик кәйпият пәйда қиливатқанлиқини испатлиди.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, йиғинда америка кеңәш палата әзаси том харкинму испатлиқ берип, америка -хитай оттурисидики сода мунасивитидә , хитай һөкүмити пәйда қиливатқан мал бихәтәрлики вә америка -хитай оттурисидики учур мунасивитидә, хитай һөкүмити пәйда қиливатқан учур тәңсизлики америкиниң бихәтәрликигә тәсир йәткүзиватқанлиқини испатлиди. Шундақла йиғин әһли америка-хитай мунасивитидики бундақ тәңсизликниң дәрһал түгитилиши лазимлиқини көрсәтти. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка малийә министири паулсон хитайни зиярәт қилди
- Америка ташқи мунасивәт паалийитини күчәйтишни пиланлимақта
- Америка хитайниң өткүр һәрбий қораллар тәрәққиятиға йеқиндин диққәт қиливатиду
- Америка, сәуди вә хитай ширкәтлири бәш милярд долларлиқ енергийә келишими түзди
- Америка һәрбий әмәлдари хитайда зиярәттә болди
- Дик ченей: хитайниң сөзи билән һәрикити бирдәк әмәс
- Райис бейҗиңда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди
- Америка ярдәмчи ташқи ишлар министири шәрқий асия әллирини зиярәт қилди