Чегрисиз мухбирлар тәшкилати явропа парламентниң хитайда пикир әркинликини йолға қоюш һәққидики қарар лайиһисини алқишлиди
2007.12.19
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати явропа парламентиниң хитай билән кишилик һоқуқ сөһбитидә оттуриға қойған хитайда пикир әркинликини йолға қоюш һәққидики қарар лайиһисини алқишлиди. Шундақла хитай һөкүмитини2008 - йилидики олимпик мусабиқисидин бурун пикир әркинликини йолға қоюшқа; олимпик комитетини болса, хитайниң 2001 - йили олимпик һәққидә бәргән вәдисигә әмәл қилған яки қилмиғанлиқини тәкшүрүшкә чақирди.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң асия хәвәрлири' дә баян қилинишичә, явропа парламентида мақулланған қарарда хитайда интернетни назарәт астиға елишни, тор бәтлирини тосушни әмәлдин қалдуруш; әркин пикир баян қилғанлиқи үчүн түрмигә елинған кишиләрни қуюп бериш; хитайда ишләватқан чәтәл жорналистлири қоюлған чәклимиләрни бикар қилиш һәққидә тәклип оттуриға қоюлған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, яврупа парламентиниң 12 - айниң 18 - күни брюсселда бу қарар һәққидә ечилған ахбарат йиғинида, явропа парламент әзалири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, сакароф мукапати тәшкилати, чегрисиз мухбирлар тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар бирдәкла олимпик мусабиқиси башлинишқа сәккиз ай қалғандиму, хитай техичә өзиниң бәргән вәдисигә әмәл қилмайватқанлиқини җиддий әйиблигән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда йеңидин ечилған 'чирикликкә қарши туруш тор бети' гә кириш қийин
- Кишилик һоқуқ биринчи иттипақи хитайниң интернетни чәкләш һәрикәтлирини әйиблиди
- Дуня кишилик һоқуқ күни б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң баш комиссари баянат елан қилди
- Ахбарат әркинлик тәшкилати хитайға киргүзүлмиди
- Тәйвәндә сиясий җинайәтчиләр түрмиси кишлик һоқуқ бағчисиға өзгәртилди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни мәтбуатқа болған контроллуқни бикар қилишқа чақирди
- Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта
- Кишилик һоқуқ тәшкилати: хитай мәктәплиридә өсмүрләрни әмгәккә елиш ишлири мәвҗут
- Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди