Йошинко украинийә президенти билән сөһбәтлишишкә қошулди
2004.11.24
Украинийиниң өктичи президент намзати виктор йошинко йәкшәнбә күнидики сайлам маҗрасини һәл қилиш үчүн украинийә президенти лионид кучма билән сөһбәтлишишкә қошулди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң чаршәнбә күни билдүришичә, украинийә президенти кучма йәнә украинийидики барлиқ сиясий гороһларни бу һәқтә җиддий сөһбәт өткүзүшкә чақирди.
Буниң алдида президент сайлимида сахтилиқ көрүлди дәп қариған йошинкониң 200 миңдин ошуқ қоллиғучилири, пайтәхт кйевдики президент ишханиси алдида намайиш өткүзүп, һөкүмәтниң өктичи намзат йошинкони сайламда утти дәп елан қилишини тәләп қилди.
Украинийә һөкүмити дәсләп чиқарған сайлам нәтиҗисидә баш министир януковичниң 3٪ аваз үстүнлүк билән йошинко үстидин ғәлибә қилғанлиқини җакарлиған иди. Шундақла нөвәттики президент кучманиң өзи баш министир януковични қоллайду.
Хәвәрдә көрситилишичә, өктичи намзат йошинко риқабәтчиси янукович билән көрүшүшкә қошулмайдикән. Гәрчә президент билән өткүзидиған сөһбәтниң чаршәнбә күни қандақ вақитта, нәдә елип берилидиғанлиқи техи ениқ болмисиму, лекин йошинко тәрәпдарлириниң билдүришичә, улар пәқәт бир хил шәртнила қобул қилидикән, у болсиму, һөкүмәт сайламда сахтилиқ көрүлгәнликини етирап қилип, йошинкониң президент сайлимида утқанлиқини җакалаш икән. (Пәридә)