Украинийиниң вәзийити җиддиләшмәктә


2004.11.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Украинийә парламенти өткән йәкшәнбә күни өткүзүлгән украинийә президент сайлими нәтиҗисиниң инавәтсиз икәнликини җакарлиғандин кейин, украинийидә қайта президент сайлими өткүзүш һәққидики тәләпләр күчәймәктә.

Украинийә парламенти шәнбә күни, өткән һәптә өткүзүлгән президент сайлимида сахтилиқ әһваллириниң көрүлгәнликини вә сайлам нәтиҗисиниң хәлқниң ирадисигә хилаплиқини көрситип, сайлам нәтиҗисини бикар қилиш һәққидә қарар алған. Парламент әзалири шундақла мәркизи сайлам комитетиға ишәнчисиниң йоқлиқини билдүргән. Украинийә мәркизи сайлам комитети руспәрәс баш министир яноковичниң сайламға утуп чиққанлиқини елан қилған иди.

Гәрчә украинийә парламентиниң бу қарари қануний күчкә игә болсиму, әмма украинийә алий сот мәһкимисиниң дүшәнбә күнидики ахирқи қарариға тәсир көрситиду дәп қаралмақта.

Украинийә алий сот мәһкимиси дүшәнбә күни өктичи гуруппа вә хәлқара назарәт тармақлиқи сунған сайламда кәң көләмлик сахтилиқ қилмишлири көрүлгәнлики һәққидики доклатни көздин кәчүрүп, қайта президент сайлими елип бериш -бармаслиқни қарар қилиду.

Нөвәттә өктичи намзат йошинко 12 - айниң 12 - күни президент сайлимини қайта елип беришни тәвсийә қилмақта. Бу арида, баш министир яноковичниң нәччә он миңлиған қоллиғучилири окраинийиниң шәрқидә йиғилиш өткүзүп, әгәр өктичи намзат йошинко президентлиққа сайланса, уларниң өз алдиға һөкүмәт қуридиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.