Украинийә парламенти һөкүмәткә ишәнмәслик қарарини мақуллиди


2004.12.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Украинийә парламенти чаршәнбә күни аз санлиқ үстүнлүк билән янокович һөкүмитигә ишәнмәслик қарарини мақуллиди. Бу қарар өктичи намзат йошинкониң һимайичилириниң қоллишиға еришти.

Украинийә парламенти шуниң билән биллә йеңидин вақитлиқ һөкүмәт қуруш һәққидиму қарар алған. Украинийә парламентиниң мәзкур қарарлириниң иҗра күчи йоқ. Украинийә парламенти қарарини елан қилғандин кийин, баш министир янокович өзи вә һөкүмитиниң тәхттин чүшмәйдиғанлиқини билдүрди.

Буниң алдида, украинийиниң вәзиписидин айрилиш алдидики президенти кучма қайтидин омомий сайлам өткүзүшкә қошулидиғанлиқини елан қилған иди.

Бу арида, украинийә алий сот мәһкимиси өктичи намзат йошинко сунған сайламда сахтилиқ көрүлгәнлики һәққидики әрзни бир тәрәп қиливатқан болуп, әгәр окраинийә алий сот мәһкимиси қайта сайлам өткүзүшни қарар қилса, қанун бойичә, баш министир янокович вә өктичи намзат йошинкониң һәр иккилиси йеңи сайламға қатнишалмайду. Нөвәттә яврупа бирлики ташқи ишлар комититиниң мәсоли солана, полша вә литвийиниң президентлири украинийә пайтәхти кейвда келиштүрүш хизмити ишлимәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.