Украинийә президент сайлимиға қайта биләт ташлиди
2004.12.26
Украинийә хәлқи йәкшәнбә күни қаттиқ назарәт астиға елинған президент сайлимиға қайта биләт ташлиди. Күзәткүчиләр, сайламда өктичи гуруппиниң рәһбири юшинкуниң ғәлибә қилиши мумкинликини пәрәз қилмақта.
Өткән айдики сайламда москвапәрәс баш министәр янукович утуп чиққан болсиму, әмма сайламда сахтилиқ әһваллири көрүлгәнликтин, сайлам нәтиҗиси украинийә юқири сот мәһкимиси тәрипидин инавәтсиз қилинған иди.
Чәтәл ахбаратлириниң хәвиригә қариғанда, йәкшәнбә күнидики сайламни тәхминән 12 миңдин артуқ чәтәл күзәткүчилири назарәт қилған. Бу украинийә хәлқиниң сәккиз һәптә ичидә үчинчи қетим президент сайлими елип бериши болуп һесаблиниду.
Әнгилийә б б с радио - телвезийисиниң хәвәр қилишичә, биләт ташлаш ахирлашқан понкитлардики сайлам хәлқи үстидин елип берилған райини синаш нәтиҗисигә қариғанда, өктичи рәһбәр юшинку, баш министир янукувичтин ٪ 15 көп авазға еришкән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Украинийә хәлқи йәкшәнбә күни қайта сайлам елип бариду
- Украинийә алий сот мәһкимиси сайламни инавәтсиз қилди
- Путин украинийә президенти билән көрүшти
- Украинийә парламенти һөкүмәткә ишәнмәслик қарарини мақуллиди
- Окраинийдики али сот мәһкимиси, сайлам мәсилисини һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә
- Украинийиниң вәзийити җиддиләшмәктә
- Украинийә президенти кучима президент сайлимидики намзатлар сөһбәт өткүзди
- Украинийидики өктичи гуруппилар сайлам нәтиҗисигә риқабәт елан қилди
- Украинийә сайлам комитети әң ахирқи сайлам нәтиҗисини елан қилди
- Йошинко украинийә президенти билән сөһбәтлишишкә қошулди