Украинийә али сот мәһкимиси қарар чиқирип, президент сайлими намзати һазирқи баш министир януковечниң сайлам нәтиҗисини бикар қилиш һәққидики әрзини рәт қилди. януковеч, 26 - декабирдики сайламда сахтипәзлик вәқәлири йүз бәргәнликини илгири сүрүп, сайлам нәтиҗисини бикар қилиш һәққидә али сот мәһкимисигә дава ачқан. Сайламда өктичиләр рәһбири йошинку ғәлибә қилған иди. Бирақ януковечсот мәһкимисиниң һөкүмигә қайил болмиғанлиқини билдүрүп, вәзиписидин истипа бәрмәйдиғанлиқини шундақла һөкүмәтни тарқитиветиш пилани йоқлиқини җакарлиған.
Украинийә али сот мәһкимиси януковечниң әрзинамисини көрүп чиқип, пәйшәнбә күни һөкүм чиқарди. Сайламда ғәлибә қилған йошинку, украинийә парламенти януковеч һөкүмитигә ишәнмәслик авази бәргәндин кейин, һөкүмәт қанунилиқини йоқатти, дәп көрсәткән. юшинко украинийидики 2 - қетимлиқ сайламда омуми биләтниң 50٪ дин көпәрәкини елип, москвапәрәс рәқиби януковечни мәғлуп қилған иди. Украинийидә бу йил 11 - айда өткүзүлгән сайламда януковеч ғәлибә қилған. Бирақ украинийә али сот мәһкимиси, сайламда сахтипәзлик вәқәлири йүз бәргәнлики сәвәбидин сайлам нәтиҗисини бикар қилип, қайта сайлам елип беришни буйриған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Йошинкониң қоллиғучилири украинийә парламент бинасини қайта қоршивалди
- Ғәрб дөләтлири, украинийиниң сайлам нәтиҗисини қизғин тәбрикләйдиғанлиқини билдүрүшти
- Украинийиниң президент сайлимида, йошинко ғәлбигә еришти
- Украинийә президент сайлимиға қайта биләт ташлиди
- Украинийә хәлқи йәкшәнбә күни қайта сайлам елип бариду
- Украинийә алий сот мәһкимиси сайламни инавәтсиз қилди
- Путин украинийә президенти билән көрүшти
- Украинийә парламенти һөкүмәткә ишәнмәслик қарарини мақуллиди
- Окраинийдики али сот мәһкимиси, сайлам мәсилисини һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә
- Украинийиниң вәзийити җиддиләшмәктә