Украинийә хәлқи йәкшәнбә күни қайта сайлам елип бариду
2004.12.24
Укранийә хәлқий талаш -тартиштики президент сайлими үчүн йәкшәнбә күни қайта биләт ташлайду. Биләт ташлашқа бир күн қалғанда, һәр икки президент намзати сайламда ғәлибә қилишниң ахирқи тиришчанлиқини көрсәтмәктә.
Президентлиқни талишиватқан януковеч билән юшинко, пәйшәнбә күни телевизорда муназирә елип барди. Биринчи қетимлиқ сайлам сахтипәзлик вәқәлири түпәйлидин инавәтсиз қилинған. Сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқи, украинийидә кәң көләмдики аммиви наразилиқ һәрикитини қозғиған. явропа иттипақи, америка қатарлиқ дөләтләр сайлам нәтиҗисини етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиған. Украинийә али сот мәһкимиси сайламни инавәтсиз, дәп елан қилған иди.
Иккинчи қетимлиқ сайламни явропа иттипақи, америка, шималий атлантик әһди тәшкилат қатарлиқ дөләт вә хәлқара тәшкилатлар назарәт қилиду. Хәлқ райини синаш нәтиҗилири қариғанда, өктичиләр рәһбири юшинко рәқиби москвапәрәс баш министир януковечқа қариғанда үстүнликни игилигән. юшинкониң рәқиби януковеч, әгәр сайламда юшинко ғәлибә қилса, украинийиниң парчилиниш вәзийитигә чүшүп қалидиғанлиқини агаһландурған.Бирақ юшинко януковечниң баш министирлиқидики украинийә даирилирини, сайлам нәтиҗисини контрол қилишқа урунуш билән әйиблигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Украинийә алий сот мәһкимиси сайламни инавәтсиз қилди
- Путин украинийә президенти билән көрүшти
- Украинийә парламенти һөкүмәткә ишәнмәслик қарарини мақуллиди
- Окраинийдики али сот мәһкимиси, сайлам мәсилисини һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә
- Украинийиниң вәзийити җиддиләшмәктә
- Украинийә президенти кучима президент сайлимидики намзатлар сөһбәт өткүзди
- Украинийидики өктичи гуруппилар сайлам нәтиҗисигә риқабәт елан қилди
- Украинийә сайлам комитети әң ахирқи сайлам нәтиҗисини елан қилди
- Йошинко украинийә президенти билән сөһбәтлишишкә қошулди