Украинийә һөкүмитидә парчилиниш йүз бәрди
2005.09.11
Украинийә президенти юшенко йеқинда өзиниң үч нәпәр алий ярдәмчисини вәзиписидин қалдуруш билән һөкүмәтни тарқитивәткәнликини елан қилған иди.
Мәшһур сериқ рәңлик инқилаб арқилиқ һакимийәтни игилигәнликигә анчә узун болмиған украинийә һөкүмитидики бу вәқә хәлқара җәмийәтни өзигә җәлп қилди.
Бу қетим вәзиписидин қалдурулғанларниң бири украинийә һөкүмитиниң баш министири юлия тимошенко болуп, у юшенкони тәнқид қилип, униң бу қилмишиниң адил болмиғанлиқини көрсәткән һәмдә һазир өзлириниң охшаш болмиған икки гуруппиға айрилғанлиқини әмма, бу гуруппиларниң өз ара урушмайдиғанлиқини тәкитлигән. юлия тимошенко ханим йәнә өзиниң президент юшенкони әйиблимәйдиғанлиқини, чүнки юшенкониң әтрапини намувапиқ кишиләрниң қаплап кетиши билән уларниң өзи билән президент арисини бузуватқанлиқини көрсәткән.
Президент юшенкониң ғәрбпәрәс баш министир юлия тимошенкони әмәлдин қалдуруп, униң орниға йеңи баш министир тәйинлишини русийә президенти владимир путин қоллиған. Әмәлийәттә болса, тимошенко ханим президент юшенкониң һакимийәтни игилишидә әң көп күч чиқарған униң йеқин сәпдеши иди. (Үмидвар)