Русийә билән украинийә тәбиий газ мәсилиси бойичә сөһбәт елип бариду
2006.01.03
Русийә федератсийиси сәйшәнбә күни явропа дөләтлирини тәбиий газ билән тәминләшкә капаләтлик қилидиғанлиқини елан қилди. Әмма шуниң билән биргә украинийини русийидин явропа дөләтлиригә йолланған тәбиий газни тохтитип қоюп, русийигә зор иқтисади зиян селиш билән әйиблиди. Украинийә русийиниң әйиблишини рәт қилған.
Русийиниң дөләт игиликидики газпром ширкити йеқинда украинийини тәбиий газ билән тәминләшни тохтитип қойған. Бу, русийиниң украинийә арқилиқ ғәрбий явропа дөләтлирини газ билән тәминлишигә тәсир йәткүзгән иди.
Русийә билән украинийә сәйшәнбә күни пат арида тәбиий газ мәсилиси бойичә сөһбәт өткүзидиғанлиқини җакарлиди. Бу арида явропа иттипақи русийә билән украинийидин мәсилини сөһбәт йоли арқилиқ тезрәк қилишни тәләп қилди.
явропа иттипақиниң енергийә комиссари андрис пейбалгс, " бу вәқә, тәбиий газ йетишмәслик явропа иттипақиниң бир аҗизлиқи икәнликини көрсәтти " дәйду.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, икки тәрәпниң сөһбити сәйшәнбә күни кәчтә башлиниши мумкин. (Әркин)