Хитай нефит ширкити юникалға қойған баһасини қайтуривалди
2005.08.02
Хитай деңиз-окян нефит ширкити сәйшәнбә күни, америкиниң юникал нефит ширкитини сетивелиш үчүн қойған 18 йерим милярд долларлиқ баһасини қайтуривалғанлиқини җакарлиди.
Хитай деңиз- окян нефит ширкитиниң башлиқи фу чеңйү бу һәқтә бәргән баянатида, уларниң америкиниң сиясий вәзийитиниң бесими астида бу қарарни чиқарғанлиқини әскәртип, америкиниң мәзкур ширкәтниң баһасиға адил муамилә қилмиғанлиқидин әпсусланғанлиқини билдүрди.
Илгири юникал ширкити, америкиниң шеврон нефит ширкитиниң 16 милярд 370 милйон долларлиқ баһасини қобул қилғанда, хитайниң деңиз- окян нефит ширкити туюқсиз юникалға шеврондин2 милярд үстүн баһа қойған иди. Әмма, хитайниң бу ширкити асасий җәһәттин, хитай һөкүмитиниң контроллуқидики ширкәт болғанлиқи үчүн, америкида бу хитай ширкитиниң, америкидики шәхсий ширкәтләр билән баһа талишишиниң адил болмайдиғанлиқи һәққидә нурғун бәс- муназириләр пәйда болған иди.
Хитай деңиз-окян нефит ширкити юникалға қойған баһасини қайтуривалғандин кейин, әмди юникал америкиниң шеврон ширкити билән рәсмий келишим түзсә болиду. Шундақла шеврон йеқинда юникалға қойған баһасини өстүрүп 17 милярд 400 милйон долларға йәткүзди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң юникал нефит ширкитини сетивелиш тәклипи һәққидә йиғин өткүзүлди
- Хитай нефит ширкити америкиниң Unocal нефит ширкитини сетивелиш үчүн баһа талашти
- Хитай оттура асияниң енергийә вә кан байлиқлириға көз тикмәктә
- Хитай билән һиндистан, қазақистан нефит ширкитини сетивелиш үчүн риқабәтлишиду
- Хитайниң Unocal ни сетивелиш арзуси сияси тосалғуға дуч кәлди