Америка һәрбий даирилири: америка - хитай оттурисида уруш партлаш мүмкинчилики азаймақта


2006.02.03

Америка армийисиниң бирләшмә штаб рәиси петир пейс җүмә күни җәнубий корийә пайтәхти сейолда, хитай - америка сода иқтисади мунасивитиниң күчийишигә әгишип, америка - хитай оттурисида уруш партлаш мүмкинчилики азаймақта, дәп көрсәтти.

Гәрчә хитай иқтисадиниң тәрәққияти, мәхпий һәрбий қурулуши вә тәйвән боғизидики тиркишиш америкида әндишә қозғаватқан болсиму, әмма петир пейс, вашингон билән бейҗиңниң аридики ихтилаплардин ортақ мәнпәәти көпрәк икәнликини билдүрди. У, "мән хитай мәсилисидә келәчәккә үмидварлиқ билән қараймән. Бу йәрдә икки дөләтниң мәнпәәт җәһәттә охшайдиған тәрәплири, охшимайдиған тәрәплиридин көп " дәйду.

У мундақ деди: бизниң хитай - америка оттурисида иқтисади көврүк бәрпа қилишимизға әгишип, икки дөләтниң гүллиништә бир биригә тайиниши күчәймәктә. Бу икки тәрәп арисида тоқунуш пәйда болуш мумкинчиликини барғанчә азайтмақта "

Америка һәрбий даирилири өткән йили елан қилған һәрбий доклатида, хитайниң әмәлийәттики һәрбий хам чоти җуңго һөкүмити елан қилған рәсмий сандин икки һәссә көп болуп, 90милярд долларға йетидиғанлиқини тәкитлигән иди. Өткән айда японийә хитай һәрбий хам чотиниң ениқ әмәслики сәвәбидин хитайни йошурун һәрбий тәһдит келидиған дөләтләр тизимликигә киргүзгән.

Петир пейс, сейолға җәнубий корийидә турушлуқ америка қисимлириниң қоманданлиқини өткүзүвелиш вә өткүзүп бериш мурасимиға қатнишиш үчүн кәлгән. Нөвәттә 37 миң кишилик америка қисими җәнубий корийидә турмақта. Бу йәрдә турушлуқ америка қисимлириниң қоманданлиқини генирал белл өткүзүвалған. Петир пейсниң тәкитлишичә, җәнубий корийидә турушлуқ америка қисимлириниң сани 2008 - йилғичә 25 миңға қисқартилидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.