Америка, б д т нопус фонди җәмийитигә ярдәм беришни тохтатти


2005.09.18

Америка һөкүмити, бирләшкән дөләтләр тәшкилати нопус фонди җәмийитини хитайниң пиланлиқ туғут сияситини қоллиған дәп әйибләп, бу җәмийәткә қилидиған 34 милйон америка долларлиқ иқтисадий ярдәмни йәнә бир қетим тохтатти. Бу америкиниң бу тәшкилатқа 4 - қетим ярдәм беришни тохтитиши болуп һесаблиниду.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң бир нәпәр баянатчиси шәнбә күни бу һәқтә елан қилған баянатида йәнә, америка һөкүмитиниң хитайни мәҗбурий бала алдуруш пиланини дәрһал тохтутушқа чақиридиғанлиқини тәкитлиди.

Америкиниң бу қараридин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилати нопус фонди җәмийити, америкиниң қараридин толиму әпсусланғанлиқини билдүрди һәмдә мәзкур нопус фонди җәмийитиниң хитайниң бу хил сияситини қоллиғанлиқи һәққидә һечқандақ пакит йоқлиқини оттуриға қойди.

Америкиниң қанунида, һөкүмәтниң, мәҗбурий бала алдуридиған вә өзиниң разилиқисиз туғут иқтидарини йоқитидиған әһвалларға мунасивәтлик һәр қандақ бир хилдики тәшкилатқа иқтисадий ярдәм беришигә йол қоюлмайду. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.