Америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси : америка хитай тәһдитидин әндишә қилиду


2008.02.07

mcconnell200-2.jpg
Micheal McConnell Парламентта докилат бәрмәктә

Америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси Micheal McConnell, алдинқи күни америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң ахбарат комитетиға йәр шаридики тәһдитләр тоғрисида доклат тапшуруп, хитайдин келидиған тәһдитниң өзлиридә әндишә яритиватқанлиқини билдүрди. Доклат тапшуруш мунасивити билән өткүзүлгән испат бериш йиғинида McConnell, хитайниң интернет, қорал - ярақлар җәһәттики тәһдит селиш күчи шундақла америкиниң аләм бошлуқи әслиһәлиригә елип келидиған тәһдити һәққидә тохталди. Төвәндә мухбиримиз әркин бу тоғрисида мәлумат бериду.

McConnell , хитайниң һәрбий тәрәққияти америкиға тәһдит

Америка кеңәш палатаси ахбарат комитетидики испат бериш йиғини, америка ахбарат вә бихәтәрлик органлириниң йилда бир қетим елан қилидиған йәр шарида мәвҗүт тәһдитләр тоғрисидики доклатини дөләт мәҗлисигә тапшуруш мунасивити билән чақирилди. Йиғинда америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси McConnell, америкиға келидиған тәһдитни асаслиқи әл- қаидә, террорчилиқ, ирақниң бихәтәрлики, америка пакистан вә афғанистанларда дуч кәлгән риқабәт, қирғучи характерлик қораллар, иран вә шималий корийиниң ядро қораллар пилани қатарлиқлар, дәп тәкитлигән болсиму, лекин у хитайдин келидиған тәһдитни алаһидә тилға алди.

Америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчи ишханисиниң доклатида хитай һәрбий қисимлириниң қорал - ярақларни үзлүксиз кәң - көләмдә тәрәққи қилдуруши америка вә америкиниң асиядики иттипақдашлириға тәһдит елип келидиғанлиқини агаһландуриду. У, " хитай уруш райони балистик башқурулидиған бомба вә чарлиғучи бомбилириниң иқтидарини өзгәртсә, америка армийисиниң мунтизим қораллар тәһдити астида қелиш хәвипини күчәйтиду. Буниң сиртида хитай истратегийилик ядро қораллар қисимлирини заманивийлаштуруп, бу саһәдики йитәрсизликини толдурмақчи болуватиду " дәйду.

Хитай америка интернәт алақисиға тәһдит салалайду

McConnell, хитай һәрбий қисимлирини заманивийлаштурушниң һәрикәтләндүргүч күчи хитай рәһбәрлириниң күчлүк һәм заманивий армийә чоң дөләтлик орунға еришишниң муһим амили, дәп қараватқанлиқидур, дәп көрсәтти. Доклатта, америка ахбарат органлириниң хитай демократийигә көчкән тәқдирдиму хитай чоң дөләтлик арзусидин ваз кәчмәйду, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән.

McConnel Америка интернет алақисиға келидиған тәһдитләр үстидә тохтилип, хитай билән русийини өз ичигә алған бир қисим дөләтләрниң америка алақә әслиһәлирини бузғунчилиққа учриталайдиған иқтидари барлиқини, америка алақә сестимисиниң америка һөкүмити, хусуси карханилар вә шәхсий алақиләрдә наһайити муһим орун тутидиғанлиқи түпәйли америка ахбарат органлириниң америка алақә сестимисиға тәһдит салалайдиған дөләтләрни наһайити диққәт билән көзитидиғанлиқини әскәртти.

У мундақ дәйду, " бизниң мөлчәримизгә қариғанда , хитай вә русийә қатарлиқларниң америка интернет сестимисиға кирип, ахбарап топлаш иқтидари бар. Кишини әндишигә салидиғини , улар бу алақә әслиһәлирини һуҗум қорали сүпитидә қоллинип, кәң көләмлик бузғунчилиқ елип баралайду".

Аләм бошлуқи риқабити күчийиши мүмкин

Аләм бошлуқи риқабити һәққидә тохталғанда америка, хитай билән русийиниң аләм бошлуқи саһәсидики тәрәққиятиға диққәт қиливатқанлиқини тәкитлигән McConnell, " әгәр һазирқи вәзийәт давамлашса аләм бошлуқи пәнлириниң тәрәққияти үзлүксиз күчийип,хитай билән русийә кәлгүсидә америкиниң һәрбий вә ахбарат сүний һәмраси шундақла нерва сестимисиға һуҗум қилиш иқтидарини һазирлайду," дәп тәкитләйду.

McConnell , хитай истратегийисиниң алдинқи нишани иқтисади тәрәққият сүрити вә сиясий муқимлиқни сақлаш болуп, бейҗиң һөкүмити тинч ташқи муһит бу нишанға йетишниң ачқучи, дәп қаримақта, дәп көрсәтти. McConnell , хитайниң һәрбий қорал - ярақлар експорт содиси америка армийисиниң бихәтәрликигә тәһдит пәйда қиливатқанлиқини әскәртип, хитайниң оттура шәрқтики қорал - ярақлар содиси болупму иранға башқурулидиған бомба сетиши бу райондики америка армийисигә тәһдит салмақта, дәп сөзлиди.

McConnell Йәнә хитай, русийә вә нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилатидики әлләрниң америка базирини өз сияси муддиаси үчүн қоллиниш еһтимали барлиқи, хитай тәбий байлиқларға еришиштә әркин базар қаналлиридин пайдилиниватқанлиқини шундақла доллар үзлүксиз пахаллашса , нефит експорт қилғучи дөләтләрниң елим - беримда доллар орниға башқа пулларни тәләп қилиши мумкинликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.