Америка һөкүмәт вәкиллири оттура асиядики уйғурлар мәсилсини оттуриға қойди


2007.10.04

9‏-Айниң 24‏- күни полшаниң пайтәхти варшава шәһиридә ечилған һәмдә 5 ‏- өктәбир күнигә қәдәр давамлишидиған, яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ кеңишиниң йиғиниға қатнашқан америка һөкүмәт вәкиллири, йиғинда америка һөкүмити намидин оттура асиядики уйғур сиясий паалийәтлири мәсилисини оттуриға қоюп, оттура асия дөләтлирини уйғур сиясий паалийәтчилирини хитайға қайтурмаслиққа чақирди.

Уруш вә сиясий сәвәбләрдин өз юртлридин айрилишқа мәҗбур болған мусапирлар вә сиясий қачқунларниң әһвали һәққидә америка һөкүмити намидин , яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинда сүз қилған америка ташқи ишлар минстирлиқиниң хадими темиз әпәнди, оттура асиядики уйғур мусапирлири вә сиясий паалийәтчилириниң мәсилсини алаһидә оттуриға қойған.

Темиз әпәнди йиғинда қилған сөзидә "оттура асия дөләтлириниң уйғур паалийәтчилирини мәҗбурий һалда хитайға қайтуруши америка һөкүмитини әндишиләндүрмәктә. Америка һөкүмити, мунасивәтлик дөләтләрдин уйғур паалийәтчилирини хитайға қайтурушни тохтитишини тәләп қилиду шуниңдәк яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң оттура асия дөләтлиридики вәкиллирини уйғурларниң әһвалини йеқиндин көзитишкә чақириду" дегән.

яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу қетимқи йиғиниға дуня уйғур қурултийи вәкиллириму қатнишип, уйғурларниң нөвәттики әһвали болупму, уйғур сиясий паалийәтчилириниң оттура асиядики вәзийити һәққидә йиғин қатнашқучилириға мәлумат бәргән иди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.