Вен җябав чәтәл ахбарат васитилириниң һоқуқлирини қоғдайдиғанлиққа вәдә бәрди


2006.09.13

Әнглийини зиярәт қилған хитай баш министири вен җябав 13 - сентәбир күни әнгилийә баш вәзири тоний блайир билән сөһбәтләшкәндә хитай һөкүмитиниң чәтәл ахбарат васитилири, ахбарат органлириға болған ечиветиш сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрди.

Б б с агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, вен җябав "җуңго һөкүмити бу органларниң хәвәр бериш әркинлики вә һоқуқлириға капаләтлик қилиду шуниңдәк бу орунларниң җуңгониң қанунлириға һөрмәт қилидиғанлиқиға ишиниду" дәп тәкитлигән.

Буниңдин бир қанчә күн илгири хитай һөкүмити бир йеңи қарар елан қилип, чәт әл ахбарат васитилириниң хитайдин учур тарқатқанда шинхуа агентлиқиниң тәстиқини елиши лазимлиқини көрсәткән. Бу қарар хәлқара мәтбуат саһәсиниң наразилиқини қозғиған иди. Нөвәттә хитай, ахбарат вә сөз әркинлики йоқ дөләт дәп әйибләнмәктә.

Вен җябав тоний блайер билән икки мәмликәтниң сода иқтисад, енергийә һәмкарлиқи һәмдә 2008-йилидики бейҗиң һәм 2012-йилидики лондон олимпик йиғинлири мәсилиси һәққидә пикир амлаштурған. Вен җябав лондондики зиярити җәрянида наразилиқ намайишлириға дуч кәлди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.