Дуня сәһийә тәшкилати хитайниң сарс вәқәсидики ипадисини тәнқид қилди
2006.05.15
Дуня сәһийә тәшкилати сарс кесили һәққидә доклат елан қилип, вейтнам билән сингапорниң 2003 - йили партлиған сарс кесили вәқәсидики ипадисини махтиди. Лекин хитайниң әйни чағда вәқәни йошурғанлиқини вә дәсләпки чағда сарс кесилиниң тарқилишини рәт қилғанлиқини әйиблиди. Бу доклат дуня сәһийә тәшкилатиниң һазирғичә хитайни тунҗи қетим ашкара әйиблиши болуп һесаблиниду.
" Дуня сәһийә тәшкилати " сарс: бир қетимлиқ дунявий юқумлиниш вәқәси қандақ тохтитивелинди " дигән мавзудики доклатида әң көп тәнқидни хитайға қаратқан.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң илгири сүрүшичә, дуня сәһийә тәшкилатидики хадимлар һазирғичә хитайни ашкара тәнқид қилиш униң ғәзипини қозғайду яки дуня сәһийә тәшкилати билән һәмкарлишишни тохтитип қойиду, дәп әнсиримәктә иди. Лекин бу қетим 307 бәтлик доклатта хитайни ашкара тәнқидлиди.
Доклатта әскәртишичә, хитай һөкүмити 2002 - йили 11 - айда сарс кесили партлап 3 айғичә уни йошурған. Мәзкур орган2003 - йили 2 - айда вәқәдин хәвәр тапқандин кейин 3- айниң 22 - күни җуңго сәһийә министири җаң венкаң билән хоңкоңда сөһбәт елип барған вә кесәлликкә даир учур билән тәминләшни тәләп қилған. Лекин доклатта дуня сәһийә тәшкилати " үмид қилған нәрсигә еришәлмиди " дәйду. Доклатта әскәртишичә, дуня сәһийә тәшкилати хитай билән хәт алақиси, телефон вә өз - ара учришишлар елип барған болсиму, лекин җуңго һөкүмити " вирусиниң мәмликәт ичи вә сиртиға кеңийиватқанлиқи һәққидики агаһландурушқа қулақ салмиған " .
Доклатта , бейҗиң дохтурханисида бәзи хадимларниң сарс кесилини юқтурувалғанлиқини, лекин дохтурхана даирилириниң буни рәт қилғанлиқини язди. Шу қетимқи вәқәдә сарс кесили дуня бойичә 30 дөләткә тарқалған. 8000 Адәм мәзкур вирус билән юқумланған вә 800 адәм өлгән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни қуш зукам вируси һәққидә агаһландурди
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни әйдиз кесили тоғрисида агаһландурди
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайда қуш зукими һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип бармақчи
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайдики қуш зукими вирусиниң тарқилиш әһвалидин әндишә қилмақта
- Қуш зукам вируси 150 милйон инсанниң җениға замин болуши мумкин