Америка хитайниң хәлқара сода сөһбитидә илгири сүргүчилик рол ойнишини үмид қилди
2006.08.29
Америка сода вәкили сузан шваб, сәйшәнбә күни бейҗиңда җуңгониң йәр шари сода сөһбитидә илгири сүргүчилик рол ойнашни үмид қилди вә җоңгониң мәмликәт ичи базирини техиму кәң ечиветишкә чақирди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, у мухбирларға бейҗиңни зиярәт қилиш мәқсидиниң җуңгони дуня сода тәшкилатиға бәргән вәдисидә турушқа үндәш, дәп тәкитлигән. У, дуня сода сөһбити мувапиқйәтлик болмиса, әң көп зиян тартидиған дөләтниң җоңго болидиғанлиқини билдүрди.
Мунасивәтлик дөләтләр бу йил 7 - айда дохада чақирилған дуня сода сөһбитидә келишим һасил қилалмиди. "Мениң мәқсидим җоңгони һәрикити, сөзи вә мәйдани бирдәк болушқа илһамландуруш," дәп тәкитлигән сузан шваб, " доха сөһбити җуңгониң буниңға иҗабий вә актип қатнишиши астидила мувапиқийәтлик болиду," дәйду.
Сузан шваб дүшәнбә күни хитай сода министири бо шиләй билән сөһбәт елип барди. Бо шиләй болса тәрәққи қилған дөләтләрниң сөһбәткә әмили төһпә қошушини тәләп қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка ташқи сода доклатида хитайни әйиблиди
- Америка билән хитай оттурисида сода үстидә давамлишиватқан ихтилап күнсери кәскинләшмәктә
- Карлос: хитай, америкида бекинмичилик кәйпиятиниң шәкиллинишикә түрткә болмақта
- Америка сода әмәлдари: хитай-америка содиси адил болмиди
- Америка: хитай вәдисигә "уятсизларчә" хилаплиқ қилмақта