Иккинҗи дуня урушиниң аяқлашқанлиқиниң 60 йиллиқини хатирилигән хитай һөкүмити, ясукони уруш қурбанлири қәбристанлиқини зиярәт қилғанлиқи үчүн японийә рәһбәрлирини қаттиқ тәнқид қилди.
Хитай һөкүмитиниң ейтишичә, японийә рәһбәрлириниң ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилғанлиқи, уларниң уруш мәзгилидә японийә сәвәп болған вәйранчилиқларни көрмәсликкә салғанлиқи һесаблинидикән.
Хәвәрләргә қариғанда, японийә баш министири юничиру койзуми дүшәнбә күни японийидә иккинҗи дуня урушиниң ахирлашқанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән мурасимлар җәрянида ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилмиған. Әмма, униң икки министири шундақла японийиниң онлиған сиясәтчиси қәбристанлиқни зиярәт қилған.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи, японийә ички кабенит әзалири вә сиясәтчилириниң якосуни хатирә қәбристанлиқини зиярәт қилғанлиқини қаттиқ тәнқид қилип, бу һәрикәт японийә сиясәтчилириниң хәлқара җамаәтчилик улардин күтүватқанйолни таллимиғанлиқини көрситиду, деди. Хитай мәтбуатиму бу һәрикәт сәвәбидин японийини қаттиқ тәнқид қилған.
Әмма японийә рәһбәрлириниң ейтишичә, улар ясукуни уруш қурбанлириниң хатирә қәбристанлиқини зиярәт қилиш арқилиқ, урушта өлгән пүтүн кишиләргә һөрмәт көрситишни халайдикән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә 2005 - йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабини елан қилди
- Хитай, японийиниң шәрқий деңизда тәбиий газ қезишни тохтитиш тәклипини рәт қилди
- японийә хитайниң шәрқий деңизидики тәбиий газ қезиш пиланини тәнқид қилди
- ясикуни бузрукгаһини зиярәт қилиш мәсилиси хитай - японийә мунасивитидә көңүлсизлик яратти
- Хитай әмәлдари ву йи японийидики зияритини туюқсиз ахирлаштурди