Хитайниң һәрбий хам чотни көпәйтиши америкини биарам қилди
2005.03.15
Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, бейҗиңниң тәйвән билән хитай оттурисидики сүркилиш күчийиватқан бир чағда, һәрбий хам чотини көпәйтиши америкини биарам қилмақта, дәп көрсәтти. У, " тәйвән боғузидики мәсилиләр бир тәрәп болмиған әһвал астида һәрбий хам чотни көпәйтиш кишини биарам қилиду," дәп тәкитлигән. Райис, бу сөзләрни сәйшәнбә күни хитайни өз ичигә алған асия дөләтлиридики зиярәт сәпириниң тунҗи бекити һиндистанға кетиватқанда сөзлиди.
Хитай дөләт кабинтиниң бу йилқи дөләт мудапиә хам чотини 12.6 ٪ Көпәйтиш тәклипи дүшәнбә күни хитай хәлқ қурултийи тәрипидин тәстиқланған иди. Райис, хитайниң алдинқи күни чиқарған " дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни тәнқидлигән. У, " дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни тәйвән боғузидики вәзийәтни пәсәйтишкә пайдисиз, дәп көрсәтти.
Райис мундақ дәйду: " әң муһими районда америкиниң интайин күчлүк иттипақдашлириниң барлиқини билиш керәк…… әгәр хитайниң райондики роли өзгәрсә, бу күчләр райондики муқимлиқни қоғдайду."
Райисниң билдүрүшичә, "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" болмиди дегәндә явропалиқларға районда шундақла тәйвән боғузида җидди бихәтәрлик мәсилиси барлиқини әсләткән. У, явропалиқлар " әмди бизниң қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиш вақти әмәс, дегән қаришимизниң тоғрилиқини наһайити яхши чүшәнгән болуши мумкин," дәп тәкитлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай бу йил һәрбий хираҗитини ٪ 12.6 Ашурмақчи
- Америка хитайниң һәрбий тәрәққиятиға диққәт қилмақта
- "Дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни", явропаниң имбаргони қалдурушиға пайдисиз болуши мумкин
- яврупа бирлики хитайға қорал сетип бериштә қаттиқ чәклимә қоймақчи
- Америка дөләт мәҗлиси яврупа иттипақиға сода чәклимиси қоюши мумкин