Москвада вәтән урушиниң ғәлбисиниң 60 йиллиқи хатирилиниду
2005.05.01
Русийә һөкүмити 5-айниң 9-10-күнлири, 1941-йилидин 1945-йилиғичә давамлашқан вәтән урушиниң ғәлбисиниң 60 йиллиқини дағдуғилиқ хатириләш паалийити өткүзмәкчи.
Русийә хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда 30-апрелл күни русийә һөкүмити бу қетимқи мурасимға қатнишидиған 5 3 дөләтниң рәһбәрлириниң тизимликини елан қилған болуп, бу қетим йәнә б д т баш секритари вә явропа иттипақиниң башлиқи қатарлиқ хәлқаралиқ бирликләрниң рәһбәрлириму москвада җәм болидикән.
Учурларға қариғанда москва даирилири ғалибийәтниң 60 йиллиқини әң яхши күтүвелиш үчүн, узун вақиттин буян тәйярлиқ қилған болуп, пилан ға қариғанда қизил мәйданда 8 миң кишилик һәрбий парад өткүзүлгәндин сирт йәнә 53 дөләт рәһбәрлири владимир путин билән биргә вәтән урушиға қатнашқан кона җәңчиләрниң вәкиллири билән көришидикән. Мәлумки, 9-май сабиқ совет иттипақиниң гитләр германийиси үстидин ғәлбә қазанған хатирә күни болуп, бу байрам 60 йилдин буян давамлашмақта.
1941-Йилидин 1945-йилиғичә давамлашқан иккинчи җаһан урушиниң совет иттипақидики қисими адәттә вәтән уруши дәпму атилиду. Бу урушта 20 милйондин артуқ совет хәлқи вә әскири чиқим болған.
Қазақистандики уйғурларниң билдүрүшичә, бу урушқа совет уйғурлиридин 100 миңдин артуқ адәм қатнашқан болуп, уларниң мутләқ көп қисими урушта өлгән вә яриланған икән. Уйғурлардин бәш адәмгә совәт иттипақи қәһримани нами берилгән болуп, уйғур җәңчилири москва, сталинград һәм ләниңрад урушлирида қәһриманлиқ көрсәткән. Уйғур җәңчилири йәнә берлинни ишғал қилиш урушлиридиму батурлуқ көрсәткән икән. (Үмидвар)