Иккинчи дуня уруши ахирлашқанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш паалийити москвада өткүзүлди


2005.05.09

Дунядики 50 тин артуқ дөләтләрниң рәһбәрлири вә хәлқара тәшкилатларниң мәсуллири дүшәнбә күни русийиниң москва шәһиридә дуня фашизимиға қарши урушниң ғәлибә қазанғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш паалийитигә қатнашти.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, дуня рәһбәрлири қизил мәйдандики параттин өтүш паалийитини көздин кәчүргәндин кийин, иккинчи дуня урушида вапат болған сабиқ совет җәңчилиригә чоңқур һөрмитини билдүрүшти.

Хәвәрдә ейтилишичә, русийә президенти виладемир путин мурасимда һәр қайси дөләтләрни терррорчилиққа қарши турушта иттипақлишишқа чақирди. У сөзидә "террорчилиққа қарши һәқиқий тәһдидкә дүч келиватқан бүгүнки күндә һәммимиз әҗдатлиримизни мәһкәм әстә тутушимиз керәк" деди.

Мурасимға қатнашқанлар ичидә америка президенти җорҗ буш, әнгилийә баш министири тоний биләйир, франсийә президенти җәк ширак, хитай дөләт рәиси ху җинтав, японийә баш министири койзоми вә б д т баш секритари кофи әннан қатарлиқлар бар.

1945 - Йили 8 - май күни иккинчи қетимлиқ дуня уруши явропада ахирлашқан. Урушта пүтүн явропада 40 милйондин артуқ адәм өлгән. Буниң ичидә сабиқ совет иттипақидинла 26 милйон адәм өлгән иди.

Хәвәргә қариғанда, русийидин сирт, явропадики гирманийә, франсийә қатарлиқ башқа дөләтләрму һәр хил шәкилдә иккинчи дуня уруши ахирлашқанлиқиниң 60 йиллиқини хатирилигән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.