Буш һөкүмити дөләт мәҗлисиниң хәлқ пули мәсилисидә хитайни чәкләш қануни чиқиришини қоллимиди


2007.08.03

Буш һөкүмити америка дөләт мәҗлисиниң хитайни хәлқ пули қиммитини тәңшәшкә қистайдиған қанун чиқишидин биарам болуватқанлиқини билдүрди. Америка малийә вә сода министирлиқидики әмәлдарлар алдинқи күни дөләт мәҗлисидә гуваһлиқтин өткәндә, бу қанун иҗра қилинса униң әксичә үнүм беришидин әнсирәйдиғанлиқини, һәтта буниң сода бекинмичиликигә сәвәбчи болуш еһтимали барлиқини билдүрди.

Америка малийә министирлиқиниң муавин ярдәмчи министири Mark Sobel ниң әскәртишичә, америка хитайни хәлқ пули сияситини тәңшәшкә қистимақта шундақла америка малийә министири паулсон хитай зияритидә хитай рәһбәрлирини хәлқ пулиниң қиммитини әркин қоюветишкә үндигән.

Sobel, гәрчә америка малийә министирлиқи хәлқ пулиниң ислаһат сүритидин мәмнун болмисиму, лекин дөләт мәҗлиси һазирлиған қанун лайиһилири бу мәсилини һәл қилалмайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду, " бизниңчә , хитай билән бивастә сөһбәт елип бериш вә алақә қилиш мәқситимизгә йетиштики әң тоғра йолдур. Биз көпләп қанун чиқирилса бу хитай пулиниң ислаһат қәдимини шунчә тезлитиду, дәп қаримаймиз. "

Йиғинда америка сода министирлиқиниң ярдәмчи министири David Spooner, сода министирлиқи хитайниң експорт таварлириға толуқлима ярдәм пули бериш мәсилиси үстидин тәкшүрүш елип бериватқанлиқини, әгәр толуқлима ярдәм пули бериватқанлиқи байқалса, хитай таварлириға тәдбир қоллинидиғанлиқини билдүрди.

Америка дөләт мәҗлисиниң бир комитети йеқинда хитайни хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәшкә қистайдиған бир қанун лайиһиси мақуллиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.