Америка хәлқ пули сиясити тоғрисида хитайға бесим ишлитишни күчәйтти
2005.09.16
"Валл стрет жорнал гезити" ниң хәвәр қилишичә, америка хәлқ пулиниң қиммитини техиму әркин қоюветиш тоғрисида хитайларға нәсиһәт қилип, әгәр хитайлар буни рәт қилса америка дөләт мәҗлисиниң тәдбир қоллинидиғанлиқини агаһландурған.
Хәвәргә қариғанда америка малийә министирлиқи хитай даирилириниң 8 һәптә илгири җакарлиған хәлқ пулиниң қиммитини наһайити аз миқдарда өстүргәнликидин үмидсизкән.
Америка малийә министир җон синов, бу айниң ахирлирида хитай малийә министири җин ренчиң вә хәлқ банкисиниң мудири җав шявчүәнләр билән бу мәсилә тоғрисида сөһбәт өткүзиду. Америка малийә министирликидики даириләрниң тәкитлишичә, йиғинда җон синов хәлқ пулиниң қиммити йитәрлик өстүрүлмигәнликини оттуриға қойидикән.
Америка дөләт мәҗлисидики затлар, хәлқ пулиниң қиммити америка ширкәтлириниң содиси вә америкида ишсизлиқни еғирлаштурмақта, дәп әскәртип, буниңға қарши тәдбир алидиғанлиқини агаһландурмақта иди.
Хитай һөкүмити бу йил 7- айда хәлқ пулиниң қиммитини 2.1٪ Өстүргән. Әмма хитай хәлқ банкисиниң мудири җав шявчүән, өткән айда хәлқ пулини бир қетимдила тәңшәймән дегили болмайду, дәп көрсәткән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай мәркизи банкиси хәлқ пулиниң қиммити өзгәргәнликини җакарлиди
- Хитай, хәлқ пулиниң қиммитини сентәбиргичә өзгәртишкә мақул болди
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитайниң хәлқ пулини тездин тәңшишини тәләп қилди
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири хәлқ пулиниң тегишиш қиммити мәсилисидә хитайға бесим ишләтмәктә
- Америка хитайниң хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшини йәнә тәләп қилди









